Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 1:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Биз дуалиримизда силәр үчүн дайим Худаға шүкүр ейтип, силәрни яд етип туруватимиз.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 1:2
10 Referans Kwoze  

Қәдирлик Филимун, дуалиримда һемишәм сени яд етип, Худаға шүкүр ейтимән.


Биз силәр үчүн дуа қилғанда, һемишәм Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атиси болған Худаға шүкүр ейтимиз.


Силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Худа силәргә меһир-шәпқәт ата қилди. Шу сәвәптин мән силәр үчүн дайим Худаға шүкүр ейтимән.


Худаға шүкүр! Гәрчә силәр бурун гунаниң қули бол­ған болсаңларму, лекин һазир гунаниң күчидин әркин қилинип, һәққаний­лиқниң қуллири болдуңлар. Чүнки Худа силәргә бәргән тәлимгә чин дилиңлардин бойсундуңлар.


Худаға һемишәм шүкүр ейтишимиздики йәнә бир сәвәп шуки, силәр биздин Худаниң сөзини аңлап, уни қобул қилғиниңларда, бу сөзни инсанларниң сөзи әмәс, бәлки Худаниң сөзи, дәп етирап қилдиң­лар. Әмәлияттиму бу сөз Худаниң сөзи болуп, у һазир униңға ишинидиған силәргә күчлүк тәсир көрсәтмәктә.


силәр үчүн хошаллиққа чөмдуқ. Бундақ әһвалда биз Худаниң алдида силәр үчүн қандақму тәшәккүр ейтмай туралаймиз!


Қериндашлар, силәр үчүн Худаға һәр дайим шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Чүнки ишәнчиңлар барғансири күчийиватиду, бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму чоңқурлиши­ватиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite