Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 6:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Кәлгүсидә периштәләрни сорақ қилидиғанлиғиңларни билмәмсиләр?! Шундақ екән, һазирқи турмушуңларда мәсиһийләр арисидики кичик давалар­ларни һәл қилишни чоқум билишиңлар керәк.

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 6:3
14 Referans Kwoze  

Йәнә шуниму есиң­ларда тутуңларки, өз вәзиписиниң һөддисидин чиқишни халимай, өз орунлирини ташлап кәткән периштәләрни Рәббимиз улуқ қиямәт күниниң сориғиғичә мәңгү ечилмайдиған кишәнләр билән кишәнләп қараңғулуққа ташлиди.


Андин сол йенидикиләргә: «Әй ләнәткә учриғанлар, көзүмдин йоқилиңлар! Шәйтан билән униң ғалҗирлириға һазирланған мәңгү өчмәс дозақ отиға кириңлар!


Шундақ туруп, араңларда давалар көрүлгинидә, немишкә уни һәл қилиш үчүн Әйса Мәсиһни тонумайдиған, мәсиһийләр җамаити билән охшимайдиған көз қарашта болған сорақчиларға барисиләр?


Тикәнликкә чүшкән уруқларға кәлсәк, улар шундақ кишиләргә тәмсил қилинғанки, улар Худаниң сөзлирини аңлисиму, узун өтмәй көңлигә бу дунияниң әндишә, байлиқ вә һалавәтлириниң езиқтурушлири киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду.


— Һошияр болуңлар! Әйш-ишрәт вә турмушниң ғәм-әндиши­лиригә берилип кәтмәңлар. Қиямәт күни силәргә гоя тосаттин бешиң­ларға ташланған тордәк кәлмисун.


Чүнки қериндишимиз Кириски Галатия өлкисигә, Титус Далматия өлкисигә кәтти. Демас болса, бу дунияниң ишлириға берилип кәткәнлиги үчүн мени ташлап, Салоника шәһиригә кәтти.


Җәңчи болған киши өз команданини рази қилиш үчүн, турмушниң ушшақ-чүшәк ишлириға башқа пухралардәк арилашмаслиғи керәк.


Худа гуна қилған периштәләрни аяп қоймиди. Бәлки уларни дозаққа ташлап, уларни сораққа тартқичә, қараңғу өңкүрләргә солап қойди.


Кимгә бойсунсаңлар, шуниң қули болидиғанлиғиңларни билмәмсиләр? Гунаға бойсунсаңлар, у силәрни өлүмгә елип бариду. Худаға бойсунсаңлар, У һәққаний һаятлиққа елип бариду.


Бизниң тенимизниң Әйса Мәсиһниң тени­ниң әзалири екәнлигини билмәмсиләр? Ундақта, араңларда бири Әйса Мәсиһниң тениниң әзаси болған өз тенини бир паһишә аял билән бирләштүрсә боламду? Һәргиз болмайду.


Паһишә аял билән биргә болған кишиниң униң билән бир тән болидиғанлиғини билмәм­силәр? Чүнки Муқәддәс Язмиларда әр-аял тоғрилиқ: «Иккиси бир тән болиду», дейилгән.


Тениңларниң Муқәддәс Роһниң ибадәтханиси екәнлигини билмәм­силәр? Худа силәргә ата қилған Муқәддәс Роһ қәлбиңларда яшайду. Силәр өзәңларға әмәс, бәлки Худаға мәнсүпсиләр.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite