Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 5:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Мән силәрдин жирақта болсамму, қәлбим силәр билән биллә. Худди мән араңларда турғандәк, бу гунани қилғучини Рәббимиз Әйсаниң нами билән көңлүмдә сораққа тарттим.

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 5:3
6 Referans Kwoze  

Чүнки мән силәр билән бир йәрдә болмисамму, қәлбим дайим силәр билән биллә. Силәрниң турмушуңларниң тәртиплик вә Әйса Мәсиһкә болған ишәнчиңларниң мустәһкәм екәнлигини аңлап, хурсән болмақтимән.


Қериндашлар, биз амалсиз һалда силәрдин вақитлиқ айрилдуқ. Биз силәр билән биллә болмисақму, қәлбимиз йәнила силәр билән биллә. Биз силәр билән йәнә бир қетим дидар көрүшүшкә интизар болғанлиғимиз үчүн, йениңларға беришқа интайин тириштуқ!


Йениңларға иккинчи қетим барғинимда, бурун гуна қилған­ларни агаһландурған едим. Һазир йениңларда болмисамму, йәнә агаһландурмақчимәнки, әнди барғинимда, барлиқ гуна қилғучиларға кәңчилик қилмаймән.


Бу кишиләр шуни билсунки, жирақтин силәргә язған хәтлиримдә немә қилимән дегән болсам, йениңларға барғандиму шуни қилимән.


Силәр билән биллә болғанда муамилиси юмшақ, лекин биллә болмиғанда силәргә қарита қаттиқ қол дәп қаралған мәнки Павлус Әйса Мәсиһтәк мулайимлиқ вә рәһимдиллик билән силәрдин шуни өтүнүп тәләп қилимәнки,


Чүнки мәсиһийләр җамаитиниң әзаси әмәсләрни сорақ қилишқа бизниң немә һоқуқумиз бар? Уларни Худа Өзи сорақ қилиду. Лекин мәсиһий­ләр җамаитиниң әзалирини сорақ қилишқа бизниң һоқуқумиз бар. Шуңа Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Яманлиқ қилғучини араң­лар­дин қоғлап чиқириңлар».


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite