Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 4:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси8 Силәр һазир биз муһтаҗ болған һәммә илтипатларға егә болдуқ, ишәнч җәһәттики барлиқ қабилийәтләргә ериштуқ, дәп ойлайдикәнсиләрдә?! Силәр өзәңларчә көрәңләп, бизни көзгә илмай, өзәңларла падишадәк болувапсиләрдә?! Мән һәқиқәтәнму силәрниң Худаниң падишалиғида һөкүм сүрүшүңларни үмүт қилимән. Чүнки расттинла шундақ болған болсаңлар, бизму силәр билән биллә һөкүм сүргән болаттуқ! Gade chapit la |
Немә болушидин қәтъий нәзәр, әмәлий һәрикитиңлар Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәргә лайиқ болсун. Шундақ болғанда, мәйли мән йениңларға берип, силәр билән дидар көрүшәй яки мошу йәрдә туруп, силәрниң әһвалиңлардин хәвәрдар болай, силәрниң бир нийәт, бир мәхсәттә қәтъий тәврәнмәй, бу Хуш Хәвәр елип келидиған ишәнч үчүн бирликтә күрәш қиливатқанлиғиңларни биләләймән.