Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 4:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси1 Шундақ екән, силәр бизни пәқәт Әйса Мәсиһниң хизмәткарлири, дәп қаришиңлар керәк. Худа бизгә Өзиниң бурун ашкарилимиған һәқиқәтлирини силәргә чүшәндүрүш вәзиписини тапшурған. Gade chapit la |
Қериндашлар, өзәңларни йәһудийлардин үстүн тутуштин сақлинишиңлар үчүн, мундақ бир сирдин хәвәрсиз қелишиңларни халимаймән. Бу сир болса: бир қисим исраиллар Худа әвәткән Қутқазғучини һазирғичә тәрсалиқ билән рәт қилсиму, бирақ бу әһвал пәқәтла қутқузулған йәһудий әмәсләрниң сани толуқланғичә давамлишиду.