Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 3:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Чүнки силәр техичә гунаниң илкидә яшаватисиләр. Араңлардики көрәлмәслик вә җедәл-маҗраларниң болуши буни испатлимамду? Бу йәнә силәрниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болмиған кишиләрдәк яшаватқиниңларни көрсәтмәмду?

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 3:3
17 Referans Kwoze  

Көрәлмәслик вә шәхсийәтчилик болғанла йәрдә қалаймиқанчилиқ вә һәр хил яман­лиқлар болиду.


Чүнки бир чағларда бизму надан едуқ. Бизму Худаға бойсунмайдиған, аздурулған, һәр хил арзу-һәвәсләрниң қули болған, яманлиқ вә көрәлмәслик ичидә яшиған, бир-биримизгә өчмән кишиләр едуқ.


Лекин пәхәс болуңларки, бир-бириңларни чишләп тартип жүрсәңлар, өзәңларниму вәйран қилисиләр.


Йениңларға барғинимда, силәрниң күткән йеримдин чиқмай қелишиңлардин, шуниң билән мениң силәргә болған муамиләмниңму силәрниң күткән йериңлардин чиқмай қелишидин әнсирәймән. Силәрдә җедәлхорлуқ, көрәлмәслик, ғәзәплиниш, шәхсийәтчилик, төһмәтхорлуқ, ғевәтчилик, тәкәббурлуқ вә паракәндичиликләрниң болушидин әнсирәймән.


Биринчидин, силәр ибадәткә җәм болғиниңларда, араңларда груһларға бөлүнүшләр болғанлиғини аңлидим. Бу гәпкә қисмән ишәндим.


Қериндашлирим, Кловиниң аилисидики­лири­дин аңлишимчә, мәсиһий җамаитиңларда талаш-тартишлар бар екән.


Әйш-ишрәт вә шарапхорлуққа, җинсий әхлақсизлиқ вә бузуқчилиқ, урушқақлиқ вә көрәлмәсликкә берилмәңлар. Йоруқлуқтики кишиләрдәк пак һаят кәчүрүңлар.


Буниң билән кейинки һаятиңларни яман һәвәсләргә берилиш билән әмәс, бәлки Худаниң ирадисигә мувапиқ өткүзисиләр.


Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән һәммиң­ларни иттипақлишишқа, бөлүнмәсликкә, бир нийәт, бир мәхсәттә бирлишишкә чақиримән.


Бириңлар: «Мән Павлус тәрәпдари», йәнә бириңлар: «Мән Аполлос тәрәпдари» десәңлар, Әйса Мәсиһкә ишәнмигән кишиләрдин немә пәрқиңлар болсун?


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite