Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 3:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Қериндашлар, мән араңларда болған чеғимда, силәргә Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшаватқанларға тәлим бәргәндәк тәлим берәлмидим. Әксичә силәргә гунаниң илкидә яшаватқанларға яки ишәнч җәһәттә худди бовақларға охшаш адәмләргә сөзлигәндәк сөзләшкә мәҗбур болдум.

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 3:1
11 Referans Kwoze  

Чүнки пәқәт сүткила тайинидиғанлар бовақтин пәриқсиз болуп, уларда һәққанийәт һәққидики тәлимләрни егиләш тәҗрибиси камдур.


Әлвәттә, Әйса Мәсиһкә ишәнгүчиләр бизниң йәткүзүватқанлири­мизда даналиқниң барлиғини тонуп йетәләйду. Бирақ бу даналиқ дунияниң даналиғи әмәс, шундақла бу дунияниң гумранлиққа йүз тутқан һоқуқдарлириниң даналиғиму әмәс.


Қериндашлар, яманлиқ қилишни билмәйдиған сәбий балилардәк болуңлар, лекин бу ишларға кәлгәндә ой-пикирлириңлар кичик бали­лар­дәк әмәс, бәлки чоңлардәк болсун.


Тәврат қануни Худадин чүширилгән болғачқа, униң яхши екән­ли­гини билимиз. Бирақ гунакар тәбиитимниң башқурушида болған мән болсам гунаниң қуллуғидидурмән.


Әзиз балилирим, мән бу хетимни силәргә йезиватимән, Чүнки гуналириңлар Әйса Мәсиһ арқилиқ кәчүрүм қилинди.


Қериндашлар, әгәр араңларда бириниң һазирму гуна қиливат­қанлиғи байқалған болса, ишәнчтә пишип йетилгән силәр уни мулайим­лиқ билән тоғра йолға қайтуруп келиңлар. Шуниң билән бир вақитта өзәңларниңму аздурулуп кәтмәслигиңларға диққәт қилиң­лар.


Лекин һәзрити Әйса Петрусқа қарап: — Йоқал көзүмдин, шәйтандәк сөзләватисән! Сән Маңа путли­кашаң, сениң ойлиғанлириң Худаниң әмәс, инсанниң хиялидур, — деди.


Әгәр силәрдин бириңлар өзини Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзгүчи яки ишәнч җәһәттә йетилгән дәп қариса, у мениң силәргә язғанлиримниң Рәббимизниң әмри екәнлигини етирап қилиши керәк.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite