Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 2:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси8 Бу даналиқни бу дунияниң һоқуқдарлиридин һеч қайсиси чүшинип йәтмиди. Чүшинип йәткән болсиди, улуқлуқниң Егиси болған Рәббимизни чапрас яғачқа миқлимиған болатти. Gade chapit la |
Йерусалим хәлқи вә уларниң башлиқлири һәр дәм елиш күни ибадәтханида пәйғәмбәрләрниң һәзрити Әйса тоғрисидики язған сөзлириниң оқулушини аңлисиму чүшәнмәтти, һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи екәнлигини тонуп йәтмигән еди. Уларниң һәзрити Әйсани өлүм җазасиға лайиқ дейиши билән, пәйғәмбәрләрниң алдин-ала ейтқанлири әмәлгә ашти.