3 Мән йениңларға барғинимда, сәдиқәңләрни елип бериш үчүн өзәңлар таллиған кишиләрни тонуштуруш хетим билән Йерусалимдики җамаәтниң йетәкчилиригә әвәтимән.
Титус хелә бурун силәрниң бу мәртләрчә сәдиқә қилишни башлишиңларға ярдәм қилған екән, униңдин бу ишниң ахирини чиқиришиңларға ярдәм беришни өтүндуқ.
Улар Йәһудийә өлкисидики мәсиһийләргә қилинидиған ярдәмгә өзлириниңму һәссә қошушини биздин өтүнүп сорашти.
Бундақ жиғилиш силәрниң җазаға учришиңларға сәвәп болуп қалмаслиғи үчүн, қосиғи ачлар қосиғини өйидә тойдуруп кәлсун. Башқа мәсилиләргә кәлсәк, йениңларға барғинимда сөзлишимиз.
Әгәр өзәмниң беришиға тоғра кәлсә, улар билән биллә баримән.
Бундақ дейиш билән йәнә өзимизни көрситишкә башлидуқму? Яки бәзиләрдәк, силәргә тонуштуруш хети елип беришимиз яки силәрдин тонуштуруш хети елишимиз керәкму?