Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 13:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси2 Гәрчә Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш қабилийитим болсиму, дунияниң пүткүл сирлирини билсәмму, Худадин кәлгән алаһидә билимләргә егә болсамму вә тағларни орнидин қозғиталайдиған камил ишәнчим болсиму, лекин башқиларға меһир-муһәббитим болмиса, һеч немигә әрзимәс бир адәм болуп қалимән. Gade chapit la |
Шуңа Худа мәсиһийләр җамаитидә башта әлчиләрни, иккинчисигә Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзгүчиләрни, үчинчисигә Худа тоғрисида тәлим бәргүчиләрни, униңдин кейин мөҗүзә көрсәткүчиләрни, кесәлләрни сақайтиш қабилийитигә егә болғанларни, башқиларға ярдәм бәргүчиләрни, башқуруш қабилийити болғанларни һәм өзлиригә намәлум болған тилларда сөзләләйдиғанларни тайинлиди.
Қериндашлар, өзәңларни йәһудийлардин үстүн тутуштин сақлинишиңлар үчүн, мундақ бир сирдин хәвәрсиз қелишиңларни халимаймән. Бу сир болса: бир қисим исраиллар Худа әвәткән Қутқазғучини һазирғичә тәрсалиқ билән рәт қилсиму, бирақ бу әһвал пәқәтла қутқузулған йәһудий әмәсләрниң сани толуқланғичә давамлишиду.