Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 1:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Бу мән силәргә йәткүзгән Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрниң һәқиқий екәнлигини испатлайду.

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 1:6
24 Referans Kwoze  

Юһанна Худаниң Сөзи — Әйса Мәсиһ бәргән гувалиққа, көргәнлириниң һәммисигә гувалиқ бәрди.


Шуңа Рәббимиз һәққидә Хуш Хәвәр йәткүзүштин вә Униң үчүн хизмәт қилиш йолида мәһбус болған мәндин номус қилма. Әксичә Худа саңа ата қилған күч-қудрәткә тайинип, Хуш Хәвәр йәткүзүш йолида мән билән биллә азап-оқубәт чекишкә тәйяр тур.


Инсанларниң гунадин азат болуши үчүн, Әйса Мәсиһ Өзини қурван қилип төләм төлиди. Худа буниңға дәл вақит-саатида гувалиқ бәрди.


Униңға сәҗдә қилиш үчүн айиғиға баш қойдум. Лекин у: — Һәргиз ундақ қилма! Мәнму Худаниң сән вә Әйсаға гувалиқ бәргән қериндашлириңға охшаш хизмәткаримән. Худағила ибадәт қил! Чүнки Әйса Мәсиһ һәққидә гувалиқ бериш Худаниң пәйғәмбәр­лик сөзини ейтишниң һәқиқий маһийитидур, — деди.


Мән араңларда болған чағда әлчилигимни испатлайдиған ишларни, йәни мөҗүзә, карамәт вә қудрәтлик ишларни сәвирчанлиқ билән қилдим.


Лекин мән өз вәзипәмни түгитишим, Рәббимиз Әйсаниң тапшурған хизмитини муваппәқийәтлик орунлишим, йәни Худаниң меһир-шәпқити тоғрисидики Хуш Хәвәрниң гувачиси болушум үчүн, өз һаятимни қилчә айимай, Йерусалимға кетиватимән.


Буниң билән әҗдиһа аялға дәрғәзәп болуп, униң башқа пәрзәнтлири, йәни Худаниң әмирлирини тутуп, Әйса Мәсиһниң бәргән гувалиғида турғанлири билән җәң қилғили кәтти.


У вақитта Рәббимиз Өзиниң муқәддәс хәлқи тәрипидин улуқлиниду вә мәдһийилиниду. Шундақла силәрму биз йәткүзгән Хуш Хәвәргә ишәнгәнлигиңлар үчүн, Рәббимизни мәдһийилигәнләр арисида болисиләр.


Худаниң силәргә Муқәддәс Роһни ата қилиши вә араңларда мөҗүзиләр яритиши силәрниң Тәврат қануни­ға әмәл қилғанлиғиң­лардин әмәс, бәлки силәрниң Хуш Хәвәр­ни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәнгән­­лигиңлардиндур.


Шуниң билән улар Павлус билән көрүшүшкә бир күнни бәлгү­лиди. У күни Павлусниң турған йеригә техиму көп киши кәлгән еди. Павлус әтигәндин кәчкичә уларға Худаниң Падишалиғи һәққидә чүшәндүрүш берип, Тәврат һәм Пәйғәмбәрләрниң Язмилиридин нәқил кәлтүрүп, уларни һәзрити Әйсаниң йәһудийлар күтүп кәлгән Қутқазғучи екәнлигигә қайил қилишқа тиришти.


Шу күни кечиси Рәббимиз Әйса Павлусниң йенида туруп: — Ғәйрәтлик бол! Сән Йерусалимда Мән үчүн гувалиқ бәргиниңдәк, әнди Рим шәһиридиму шундақ қилишиң керәк, — деди.


Бу аламәттә мән Рәббим Әйсани көрдүм. У маңа: «Йерусалимдин дәрһал кәт, чүнки бу йәрниң адәмлири сениң Маңа қилған гувалиғиңни қобул қилмайду», деди.


Йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни товва қилип, Худаға йүзлинишкә вә Рәббимиз Әйсаға ишинишкә чақирдим.


Силас билән Тимотий Македонийәдин кәлгәндин кейин, Павлус барлиқ вақтини Худаниң Хуш Хәвирини йәткүзүшкә сәрип қилип, йәһудийларға һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигигә гувалиқ бәрди.


Шагиртлар тәрәп-тәрәпкә берип Хуш Хәвәрни җакалап жүрди. Рәббимиз улар билән биллә болуп, Өз сөзини улар көрсәткән мөҗүзиләр билән испатлиди.


Қериндашлиримиз Қозиниң қени вә Униң қилған гувалиғи билән әҗдиһани йәңди. Улар һәтта өлүм алдидиму өз җенини айимиди.


Қоза бәшинчи печәтни ачқанда, Худаниң сөзини йәткүзгәнлиги вә бәргән гувалиғи сәвәвидин өлтүрүлгәнләрниң җанлирини қурван­лиқ суписиниң тегидә көрдүм.


Мән қериндишиңлар Юһаннамән. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн азап-оқубәткә, Худаниң Падишалиғиға вә сәвир-тақәткә ортақмиз. Худаниң Сөзи вә Әйса Мәсиһниң қилған гували­ғини тарқатқанлиғим үчүн, бир мәзгил Патмос арилида мәһбус болуп туруп қалғандим.


Рәббимизниң күч-қудрити улар билән биллә болғачқа, нурғун кишиләр уларниң сөзлиригә ишинип, Рәббимиз Әйсаға ишәнди.


Наһа­йити рошәнки, биз Әйса Мәсиһкә ишәнгәнликтин, Худа бизгә Өзиниң Роһини ата қилғиниға охшаш, Уни йәһудий әмәсләргиму ата қилди. Шундақ турса, мән Худаға қандақму тосқун­луқ қилалаттим?!


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite