Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 1:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси5 Чүнки силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Худа силәргә көп илтипат көрситип, силәрни Өзи һәққидә мол билимгә вә бу билимни башқиларға йәткүзидиған сөз қабилийитигә егә қилди. Gade chapit la |
Қериндашлар, мән хуласә қилай, силәр Худаға ибадәт қилиш үчүн бир йәргә җәм болғиниңларда, бәзилириңлар мәдһийә нахшилирини ейтисиләр, бәзилириңлар тәлим берисиләр, бәзилириңлар Худаниң аянини йәткүзисиләр, бәзилириңлар өзәңларға намәлум болған тилда сөзләйсиләр, башқилар болса бу тилни чүшәндүриду. Һәммә иш җамаәтниң ишәнчини йетилдүрүш үчүн болсун.
Йәнә шу Роһ биригә мөҗүзиләр яритиш қабилийитини бәрсә, йәнә биригә Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш қабилийитини бериду. Биригә бирсиниң йәткүзгән сөзлириниң Муқәддәс Роһтин кәлгән яки кәлмигәнлигини пәриқләндүрүш, биригә өзигә намәлум болған тилларда сөзләш, йәнә биригә болса бу тилларни чүшәндүрүш қабилийитини бериду.