Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 1:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Худа силәргә меһир-шәпқәт ата қилди. Шу сәвәптин мән силәр үчүн дайим Худаға шүкүр ейтимән.

Gade chapit la Kopi




Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 1:4
12 Referans Kwoze  

Алди билән Әйса Мәсиһ арқилиқ һәммиңлар үчүн Худаға шүкүр ейтимән, чүнки ишәнчиңлар дунияниң һәммила йеридә сөзләнмәктә.


Лекин Атам Мениң намим билән әвәтидиған Ярдәмчи, йәни Өзиниң Муқәддәс Роһи силәргә һәммини үгитиду һәм Мениң ейтқан һәммә сөзлиримни есиңларға салиду.


Рәббимиз маңа мол меһир-шәпқитини көрситип, мени Әйса Мәсиһтин келидиған ишәнч вә меһир-муһәббәт билән толтурди.


Худаға шүкүр! Гәрчә силәр бурун гунаниң қули бол­ған болсаңларму, лекин һазир гунаниң күчидин әркин қилинип, һәққаний­лиқниң қуллири болдуңлар. Чүнки Худа силәргә бәргән тәлимгә чин дилиңлардин бойсундуңлар.


Мән силәргә Атамниң йенидин Ярдәмчи, йәни һәқиқәткә баш­лиғучи — Муқәддәс Роһни әвәтимән. У Атамниң йенидин келип, Мән тоғрилиқ гувалиқ бериду.


Мәнму Худа Атамдин силәргә башқа бир Ярдәмчи ата қилишини тиләймән. У силәр билән мәңгү биргә болиду.


Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!


Барнаба йетип берип, Худаниң у йәрдики хәлиққә бәхит ата қилғанлиғини көрүп, хошал болди. У көпчиликни җан-дили билән Рәббимиз Әйсаға садиқ болушқа илһамландурди.


Мениң намим билән немә тилисәңлар, Мән силәргә шуни беримән.


Атам иккимиз әслидә бирмиз.


Буларни аңлиған көпчилик Худаға мәдһийә ейтип, Павлусқа: — Әй қериндаш, Йерусалимда әһвал мундақ: йәһудийлар ичидә нәччә миңлиған киши һәзрити Әйсаға ишиниду. Уларниң һәммиси Тәврат қануниға қаттиқ әмәл қилиду.


Һәзрити Әйса уларға: — Бу дегәнликни һәммила адәм әмәс, пәқәт Худа несип қилған­ларла қобул қилалайду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite