Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -

Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси


Һәзрити Әйсаниң тәнтәнә билән Йерусалимға кириши

1 Һәзрити Әйса шагиртлири билән Йерусалимға йеқинлишип, Зәйтун теғиниң етигидики Бәйтпаҗи вә Бәйтания дегән йези­ларға кәлгәндә, икки шагиртини

2 мундақ дәп алдин-ала әвәтти: — Силәр алдимиздики йезиға бериңлар. Йезиға кирипла, техи минилип бақмиған бир тәхәйниң бағлақлиқ турғанлиғини көрисиләр. Уни йешип, йетиләп келиңлар.

3 Әгәр бири силәрдин: «Немишкә бундақ қилисиләр?» дәп сорап қалса, «Рәббимизниң буниңға һаҗити чүшти, бир дәмдин кейин қайтуруп бериду», дәңлар.

4 Улар берип, йол үстидики бир өйниң дәрвазиси йенида бағлақ­лиқ турған бир тәхәйни көрди. Улар чулвурини йешиватқан чағда,

5 у йәрдә турған бәзи кишиләр: — Тәхәйни йешип немә қилисиләр? — дейишти.

6 Шагиртлар һәз­рити Әйсаниң дегәнлирини ейтқанда, һелиқи кишиләр уларға йол қойди.

7 Шагиртлар тәхәйни һәзрити Әйсаниң алдиға йетиләп келип, үстигә өз чапанлирини салди. Һәзрити Әйса тәхәйгә минди.

8 Нурғун халайиқниң бәзилири чапанлирини, бәзилири өп-чөридики етиз­лардин кәскән шах-шумбиларни йолға паяндаз қилип салди.

9 Алдида маңған вә кәйнидин әгәшкәнләр: «Худаға шүкүр! Пәрвәрдигаримизниң намида Кәлгүчигә мубарәк болсун!

10 Әҗдадимиз Давутниң падишалиғиниң Избасариға Әҗдадимиз Давутниң падишалиғиниң мубарәк болсун! Әң бүйүктики Худаға шүкүрләр ейтилсун!» дәп вақиришатти.

11 Һәзрити Әйса Йерусалимға берип мәркизий ибадәтхана һойли­лириға кирди вә һәммә нәрсини көздин кәчүрди. Бирақ кәч кирип қалғачқа, он икки шагирти билән биллә йәнә Бәйтанияға қайтти.


Мевисиз әнҗир дәриғи

12 Әтиси улар Бәйтаниядин чиққанда, һәзрити Әйсаниң қосиғи ечип кәткән еди.

13 У жирақта барақсан бир түп әнҗир дәриғини көрүп, һеч болмиғанда тоң әнҗир болсиму барду, дәп униңға қарап маңди. Дәрәқниң йениға барғинида, йопурмақтин башқа һеч нәрсә тапал­миди. Бу әнҗир пишидиған вақит әмәс еди.

14 Һәзрити Әйса дәрәққә: — Буниңдин кейин һеч ким сениң мевәңни йемигәй! — деди. Шагиртлириму буни аңлиди.


Һәзрити Әйсаниң мәркизий ибадәтханини тәртипкә селиши

15 Улар Йерусалимға кәлди. Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойли­лириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларниң һәмми­сини һайдап чиқиришқа башлиди. Пул тегишидиғанларниң покәйли­рини вә кәптәр сатқучиларниң орундуқлирини өрүп,

16 мал көтиривал­ған һәр қандақ адәмниң ибадәтхана һойлилиридин өтүшигә рухсәт қилмиди.

17 У хәлиққә тәлим бәргәндә мундақ деди: — Муқәддәс Язмиларда Худаниң: «Мениң өйүм пүткүл хәлиқ­ләрниң дуа-тилавәтханиси дәп аталсун», дегән сөзи йезилған әмәсму? Лекин силәр уни булаңчиларниң угисиға айландурувапсиләр! — деди.

18 Алий роһанийлар вә Тәврат устазлири буни аңлап, һәзрити Әйсани уҗуқтуруветишниң чарисини издәшкә башлиди. Улар һәзрити Әйса­дин қорқатти, чүнки пүтүн халайиқ Униң тәлимигә һәйран еди.

19 Кәчқурунлири һәзрити Әйса билән шагиртлири шәһәрниң сиртиға чиқип кетәтти.


Әнҗир дәриғидин елинидиған ибрәт

20 Әтиси әтигәндә һәзрити Әйса билән шагиртлири әнҗир дәриғи­ниң йенидин өтүп кетиветип, дәрәқниң йилтизидин қуруп кәткәнлигини көрүшти.

21 Түнүгүнки вақиәни есигә алған Петрус: — Устаз, қараң, Сиз қарғиған әнҗир дәриғи қуруп кетипту! — деди.

22 Һәзрити Әйса уларға җававән мундақ деди: — Худаға ишиниңлар.

23 Билип қоюңларки, ким бу таққа: «Қозғал, деңизға ташлан!» десә вә көңлидә гуманланмай, ейтқанлириниң әмәлгә ешишиға ишәнч қилса, униң тәливи иҗавәт болиду.

24 Шуниң үчүн силәргә ейтимәнки, дуа билән тилигән һәр қандақ нәрсигә ериштим, дәп ишиниңлар. Шунда тәливиңлар иҗавәт болиду.

25 Орнуңлардин туруп дуа қилғиниңларда, бирәрсигә қосақ көпү­гүңлар барлиғи ядиңларға кәлсә, уни кәчүрүңлар. Шу чағда асмандики Атаң­ларму силәрниң гуналириңларни кәчүрүм қилиду. {

26 Силәр башқи­ларни кәчүрүм қилмисаңлар, асмандики Атаңларму силәрниң гуналириң­ларни кәчүрүм қилмайду.}


Һәзрити Әйсаниң һоқуқиниң сүрүштүрүлүши

27 Улар йәнә Йерусалимға қайтип кәлди. Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилирида айлинип жүргәндә, алий роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар Униң йениға келип:

28 — Сиз қиливатқан ишларни қайси һоқуққа тайинип қилива­тисиз? Сизгә бундақ қилиш һоқуқини ким бәргән? — дәп сориди.

29 Һәзрити Әйса уларға: — Мән авал силәрдин бир соал сорай. Силәр униңға җавап бериң­лар. Шу чағда Мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтип беримән.

30 Ейтиңларчу, Йәһия пәйғәмбәргә чөмүлдүрүш һоқуқини Худа бәргәнму яки инсанларму? — деди.

31 Улар өз ара муназирә қилишқа башлап: — «Худа бәргән» десәк, У: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһияға ишәнмидиңлар?» дәйду.

32 Бирақ биз қандақму: «Инсанлар бәргән» дәләләймиз?! — дейишти. Чүнки улар Йәһияни һәқиқәтән пәйғәмбәр дәп һесаплайдиған хәлиқтин қорқатти.

33 Буниң билән улар һәзрити Әйсаға: — Билмәймиз, — дәп җавап беришти. — Ундақта, Мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливат­қанлиғимни ейтмаймән, — деди һәзрити Әйса уларға.

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Swiv nou:



Piblisite