Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -

Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 24 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси


Һәзрити Әйсаниң тирилиши

1 Йәкшәнбә күни таң йоруш билән тәң, аяллар өзлири тәйярлиған хуш пурақлиқ буюмлирини елип, һәзрити Әйсаниң қәбригә барди.

2 Улар қәбирниң ағзидики ташниң домилитиветилгәнлигини көрди.

3 Қәбригә кирип қариса, һәзрити Әйсаниң җәсиди йоқ еди!

4 Улар көзлиригә ишәнмәй турғинида, тосаттин уларниң йенида кийим­лиридин нур чақнап туридиған икки киши пәйда болди.

5 Аяллар интайин алақзадә болуп башлирини йәргә егишти. У периштәләр аялларға: — Силәр немә үчүн тирик Адәмни өлгәнләрниң арисидин издәйси­ләр?

6 У бу йәрдә әмәс, У тирилди. У Җәлилийә өлкисидә турған вақтида силәргә немә дегәнлигини әсләп беқиңлар.

7 У: «Инсан Оғли яман нийәтлик кишиләрниң қолиға тапшурулиду, чапрас яғачқиму миқлинип өлтүрүлиду. Бирақ үчинчи күни қайта тирилиду», дегән әмәсму?! — деди.

8 Улар һәзрити Әйсаниң раст шундақ дегәнлигини есигә елишип,

9 қәбир йенидин қайтишти. Улар көргәнлириниң һәммисини он бир әлчи вә башқа шагиртларға йәткүзди.

10 Бу ишларни әлчиләргә йәткүзгүчи аяллар — мәҗдәллик Мәрийәм, Йоанна, Яқупниң аниси Мәрийәм вә башқа аяллар еди.

11 Лекин әлчиләр бу аялларниң ейтқан­лирини қуруқ гәп дәп қарап, уларниң сөзлиригә ишәнмиди.

12 Бирақ Петрус орнидин туруп, мазарға жүгрәп берип, қәбирниң ичигә қари­ғи­нида, һелиқи кәндир кепиндин башқа һеч нәрсә көрмиди. Уму бу ишларға интайин һәйран болуп қайтип кәтти.


Емаюс йезисиға баридиған йолда

13 Шу күни шагиртлардин иккиси Йерусалимдин он бир чақирим жирақлиқтики Емаюс дегән йезиға барди.

14 Улар йол бойи йеқинда йүз бәргән вақиәләр тоғрисида сөзлишип кетивататти.

15 Дәл шу чағда һәзрити Әйса Өзи уларға йеқинлап келип, улар билән биллә маңди.

16 Улар һәзрити Әйсани көргән болсиму, қандақтур Уни тонушқа қурби йәтмиди.

17 — Немә тоғрилиқ параңлишип кетиватисиләр? — дәп сориди һәзрити Әйса улардин. Улар қайғулуқ һалда қәдимини тохтатти.

18 Улардин Клиёпас исим­лиқ бири һәзрити Әйсадин: — Сәнзә Йерусалимда турупму, йеқинда йүз бәргән вақиәләрдин қилчә хәвириң йоқму немә? — дәп сориди.

19 — Немә вақиә екән? — деди һәзрити Әйса. — Насирәлик Әйсаниң вақиәсичу! — деди улар, — У Худаниң алдидиму, хәлиқниң алдидиму сөз-һәрикәтлириниң күчи бар бир Пәйғәм­бәр еди.

20 Алий роһанийлар вә ақсақаллиримиз Уни һаким Пилатусқа тутуп апирип, өлүм җазасиға һөкүм қилдуруп, чапрас яғачқа миқлатти.

21 Биз әслидә Уни исраилларға азатлиқ елип келиди­ған киши, дәп интизарлиқ билән күтүп кәлгән едуқ. Бирақ мундақ болмай, һазир Униң аләмдин өткинигә үч күн болди.

22 Лекин қизиқ йери шуки, бүгүн әтигәндә аримиздики бир нәччә аял бизни алақзадә қилип, бизгә мундақ бир хәвәрни йәткүзди: улар сәһәрдә қәбиргә берип қариса,

23 һәзрити Әйсаниң җәсиди көрүнмәпту! Периштәләр уларға көрүнүп, һәзрити Әйсаниң қайта тирилгәнлигини ейтипту.

24 Буниң билән биздин бир нәччә адәм қәбиргә берип, әһвалниң аялларниң ейтқинидәк екәнлигини, һәзрити Әйсаниң җәсидиниң дәрвәқә йоқ турғанлиғини көрүп кәлди.

25 Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Әй наданлар! Пәйғәмбәрләрниң ейтқан сөзлиригә неманчә тәстә ишинисиләр?

26 Қутқазғучи-Мәсиһ Худаниң шан-шәривигә еришиш­тин бурун, мана шу җәбир-җапаларни бешидин кәчүрүши керәк әмәсмиди?

27 Андин У Муқәддәс Язмиларда Муса вә башқа барлиқ пәйғәм­бәрләрниң Өзи һәққидә алдин-ала йезилғанлирини уларға сөзләп чүшәндүрди.

28 Улар баридиған йезисиға йеқинлашқанда, һәзрити Әйса сәпирини йәнә давамлаштуридиғандәк туратти.

29 Улар Уни тутувелип: — Күн олтарди. Һели қараңғу чүшиду. Биз билән биллә қонуп қелиң, — дәп өтүнди. Һәзрити Әйса улар билән қонмақчи болуп өйгә кирди.

30 Улар тамақ­қа олтарғанда, һәзрити Әйса нанни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтти, андин нанни уштуп уларға сунди.

31 Шу чағда уларниң көзлири ечилғандәк болуп, һәзрити Әйсани тониди, лекин У уштумтут ғайип болди.

32 Улар бир-биригә: — У йолда биз билән параңлишип, Муқәддәс Язмиларни чүшәндүр­гәндә, қәлбимиз гоя оттәк янмидиму?! — дейишти.

33-34 Улар дәрһал йолға чиқип, Йерусалимға қайтип кәлди. У йәрдә башқа әлчиләр вә шагиртларниң бир йәргә жиғилип: «Рәббимиз раст тирилипту. У Симунға көрүнүпту!», дейишиватқанлиғини аңлиди.

35 Шуниң билән бу иккисиму йолда йүз бәргән ишларни вә һәзрити Әйса нанни уштуватқанда өзлириниң Уни қандақ тонуп қалғанлиғини көпчиликкә сөзләп бәрди.


Һәзрити Әйсаниң шагиртлириға көрүнүши

36 Шагиртлар бу вақиә үстидә сөзлишиватқанда, тосаттин һәзрити Әйса Өзи уларниң арисида пәйда болуп: — Силәргә аманлиқ болсун, — деди.

37 Улар бирәр роһни учраттуқму немә дәп, алақзадә болушуп кәтти.

38 Һәзрити Әйса уларға: — Немигә шунчә қорқушуп кәттиңлар? Немидин гуманлинисиләр?

39 Қолум билән путумға қарап беқиңлар! Бу Мән! Тутуп бақсаңлар билисиләр, роһниң гөш-устихини йоқ. Қараңлар, Мениң бар, — деди.

40 Һәзрити Әйса шундақ дегәч пут-қолини көрсәтти.

41 Улар йәнила ишәнмәй, бир хуш болса, бир һәйран болушуп туратти. Шуниң билән һәзрити Әйса улардин: — Силәрдә йәйдиған нәрсә барму? — дәп сориди.

42 Улар бир парчә белиқ кавивини сунуведи,

43 һәзрити Әйса елип уларниң алдида йеди.

44 Андин уларға мундақ деди: — Бу ишларниң һәммисини Мән илгири силәр билән биллә болған вақтимда ейтқан едим. Мән: «Муса хатирилигән Тәврат, башқа Пәйғәмбәрләрниң Язмилири вә Зәбурда баян қилинған Маңа даир ишларниң һәммиси чоқум әмәлгә ашурулиду», дегән әмәсму?

45 Шуниңдин кейин һәзрити Әйса уларниң Муқәддәс Язмиларни чүшиниши үчүн уларниң зеһнини ечип,

46 мундақ деди: — Муқәддәс Язмиларда алдин-ала мундақ хатириләнгән: Қутқазғучи-Мәсиһ азап чекип, өлтүрүлүп, үчинчи күни өлүмдин тирилиду.

47 «Гуналириға товва қилғанларниң һәммиси У арқилиқ кәчүрүм қилиниду», дегән Хуш Хәвәр Йерусалимдин башлап пүтүн әлләргә тарқитилиду.

48 Силәр әнди бу вақиәләрниң гувачилири болисиләр.

49 Атам беримән дәп вәдә қилған Муқәддәс Роһни силәргә ата қилимән. Бирақ силәр асмандин кәлгән Муқәддәс Роһниң күч-қудритигә толтурулғичә, Йерусалимда күтүп туруңлар.


Һәзрити Әйсаниң асманға көтирилиши

50 Һәзрити Әйса уларни Йерусалимниң сиртидики Бәйтания йезиси­ғичә башлап барди вә қоллирини көтирип уларға бәхит тилиди.

51 У бәхит тиләветип, улардин айрилип асманға көтирилди.

52 Шагиртлар һәзрити Әйсаға ибадәт қилишти вә интайин хошал-хорамлиқ ичидә Йерусалимға қайтип келип,

53 һемишәм мәркизий ибадәтханида Худаға мәдһийә ейтип турди.

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Swiv nou:



Piblisite