Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 2 - Һазирқи Заман Уйғурчә ТәрҗимисиҺәзрити Әйсаниң дунияға келиши 1 Йәһия пәйғәмбәр туғулған күнләрдә Рим императори Авғустус Рим империясидики барлиқ хәлиққә нопус тизимлаш буйруғини чүшәрди. 2 Тунҗа қетимлиқ бу нопус тизимлаш, Киринийниң Сурийә өлкисигә һаким болуп турған вақтида елип берилған еди. 3 Чүширилгән буйруқ бойичә һәммә адәм нопусқа тизимлиниш үчүн өз жутлириға қайтишти. 4 Шуниң билән падиша Давутниң әвладидин болған Йүсүпму Җәлилийә өлкисидики Насирә шәһиридин чиқип, Йәһудийә өлкисидики падиша Давутниң жути Бәйтләһәм йезисиға кәтти. 5 У кәлгүси аяли Мәрийәмниму тизимлинишқа биллә елип барди. Мәрийәм болса һамилдар еди. 6 Улар Бәйтләһәм йезисида турған вақтида Мәрийәмниң ай-күни тошуп қалди. 7 Бирақ меһманханиларда уларға өй чиқмиғачқа, бир атханида турушқа мәҗбур болди. Мәрийәм шу йәрдә тунҗа Оғлини туғуп, закилап, атниң оқуриға ятқузди. Периштәләрниң падичиларға көрүнүши 8 Бәйтләһәм йезисиниң әтрапида бәзи падичилар далада түнәп, падилириға қаратти. 9 Шу күни уларға Худаниң бир периштәси көрүнүп, Худаниң парлақ нури уларниң әтрапини йорутувәтти. Улар интайин қорқуп кәтти. 10 Бирақ периштә уларға: — Қорқмаңлар! Мән силәргә пүтүн хәлиқни хошал қилидиған бир Хуш Хәвәрни йәткүзимән. 11 Бүгүн падиша Давутниң жути Бәйтләһәм йезисида Рәббиңлар болған Қутқазғучи-Мәсиһ дунияға кәлди! 12 «Уни қандақ тоналаймиз?» дәп сорисаңлар, у йәргә бериңлар. Шу чағда атниң оқуриға ятқузулған закилақлиқ бир Бовақни көрисиләр. Бу силәргә берилгән бәлгүдур, — деди. 13 Бирдинла һелиқи периштәниң әтрапида башқа нурғунлиған периштәләр пәйда болуп, Худани мәдһийиләп: 14 «Әң бүйүктики Худаға шан-шәрәпләр болсун! Униң йәр йүзидә йеқин көргән бәндилиригә аманлиқ болсун!» дейишти. 15 Периштәләр улардин айрилип асманға чиқип кәткәндин кейин, падичилар бир-биригә: — Бәйтләһәм йезисиға берип, Худа бизгә уқтурған бу вақиәни көрүп келәйли, — дейишти. 16 Улар дәрһал Бәйтләһәмгә берип, Мәрийәм билән Йүсүпни тепип, оқурда ятқан Бовақни көрди. 17 Падичилар әһвални көргәндин кейин, периштә ейтқан Бовақ һәққидики сөзләрни кишиләргә йәткүзди. 18 Буни аңлиғанларниң һәммиси падичиларниң дегинигә һәйран қелишти. 19 Мәрийәм болса, бу ишларниң һәммисини өз көңлидә сақлап, чоңқур ойлиди. 20 Падичилар қайтишип, Худаға мәдһийә ейтишти. Чүнки көргән вә аңлиғанлириниң һәммиси периштәниң ейтқинидәк болуп чиққан еди. Ата-анисиниң һәзрити Әйсани Худаға атиши 21 Бовақ туғулуп сәккизинчи күни Униң хәтниси қилинди вә Әйса дәп исим қоюлди. Бу периштә У техи анисиниң қосиғида пәйда болмиған вақиттила қойған исим еди. 22-23 Мәрийәмниң қирқи тошқанда, Худаниң Муса пәйғәмбәргә бәргән әмридики «Тунҗа оғул Худаға мәнсүп» дегән бәлгүлимигә асасән, Йүсүп билән Мәрийәм Балини мәркизий ибадәтханида Худаға аташ үчүн, Йерусалимға елип барди. 24 Униңдин башқа, Худаниң Тәвраттики әмри бойичә, бир аялниң туғуттин кейин тазилиниши үчүн, бир җүп пахтәк яки икки кәптәр балисини ибадәтханида роһанийларниң қурванлиқ қилишиға апирип бериши керәк еди. 25 Шу чағларда Йерусалимда Шимон исимлиқ бир киши өткән болуп, Худаға садақәтмән, бу дурус адәм Худаниң исраилларға тәсәлла беридиған Қутқазғучини әвәтишини интизарлиқ билән күткән еди. Муқәддәс Роһ униңға яр еди. 26 У Муқәддәс Роһтин кәлгән аяндин өзиниң һаят вақтида Пәрвәрдигар тайинлиған Қутқазғучи-Мәсиһни көрәләйдиғанлиғини билгән еди. 27 Йүсүп билән Мәрийәм ибадәтханиға барған күни Муқәддәс Роһ Шимонниму ибадәтханиға башлап барди. Һәзрити Әйсаниң ата-аниси Балини көтирип кирип, Тәвратта бәлгүләнгән ишларни ада қилмақчи болуватқанда, 28 Шимон уларниң алдиға берип Балини қучиғиға елип, Худаға мундақ мәдһийә ейтти: 29 «Әй Егәм, сөзүңдә турдуң Сән. Әнди бу аләмдин кәтсәм, разимән. 30 Чүнки дегиниңдәк өз көзүм билән көрдүм, 31 Пүтүн инсанларға һазирлиған Қутқазғучиңни. 32 У Сениң Кимлигиңни пүтүн йәһудий әмәсләргә билдүридиған Нурдур, Хәлқиң исраилларниң шан-шәривидур!» 33 Балиниң ата-аниси Шимонниң Бала һәққидә ейтқанлириға һәйран қелишти. 34 Шимон уларға бәхит тиләп, Мәрийәмгә мундақ деди: — Мана! Бу Бала Худа тәрипидин Исраилдики нурғун кишиләрниң һалак болуши вә нурғун кишиләрниң қутқузулуши үчүн тайинланди. Гәрчә У Худаниң бешарити болсиму, нурғун кишиләр Уни һақарәтләп, рәт қилиду. 35 Шуниң билән уларниң көңлидики мәхпий ғәрәзләр ашкарилиниду. Униң рәт қилиниши билән, сениң жүригиңгә өткүр бир қилич санчилғандәк, қәлбиң қайғудин өртиниду. 36 Ибадәтханида Ашир қәбилисидин болған Пануилниң қизи Һанна исимлиқ қерип қалған бир аял пәйғәмбәрму бар болуп, у турмушқа чиқип, ери билән йәттә жил биллә яшап, 37 кейин тул қалған еди. У сәксән төрт яшқа киргән болуп, ибадәтхана һойлилиридин чиқмай, роза тутуп, кечә-күндүз дуа қилип, Худаға ибадәт қилатти. 38 Шимон гепини түгитиши билән, Һанна йетип келип Худаға шүкүр ейтти һәм исраилларниң қутқузулушини күтүватқан барлиқ халайиққа Бала тоғрисида сөз қилди. 39 Йүсүп билән Мәрийәм Тәвратта бәлгүләнгән ишларниң һәммисини ада қилғандин кейин, Җәлилийә өлкисидики өз жути Насирә шәһиригә қайтти. 40 Һәзрити Әйса чоң болғансири сағлам вә әқил-парасәтлик болуп йетишти. Худаниң меһир-шәпқитиму Униңға яр болуп кәлди. Яш Әйса ибадәтханида 41 Һәзрити Әйсаниң ата-аниси һәр жили «Өтүп кетиш» һейтида Йерусалимға баратти. 42 Һәзрити Әйса он икки яшқа киргән жили, улар Уни елип, адити бойичә Йерусалимға йәнә барди. 43 Һейт түгигәндин кейин ата-аниси өйигә қарап йол алди, һәзрити Әйса болса Йерусалимда қалди. Бу иштин ата-анисиниң хәвири йоқ еди, 44 чүнки улар һәзрити Әйсани һәмралири билән биллә келиватиду, дәп ойлиған еди. Бир күн йол жүргәндин кейин, улар туққан-бурадәрлири арисидин Уни издәшкә башлиди. 45 Издәп тапалмиғандин кейин, кәйнигә йенип Йерусалимға берип издиди. 46 Үчинчи күни һәзрити Әйсани мәркизий ибадәтхана һойлисида Тәврат устазлириниң арисида олтирип, уларниң тәлимлирини аңлап, улардин соал сораватқанниң өзидә тапти. 47 Униң сөзлирини аңлиғанларниң һәммиси Униң әқлигә вә бәргән җаваплириға һәйран қелишти. 48 Ата-анисиму буни көрүп наһайити һәйран қелишти, бирақ аниси Униңға: — Вай Балам! Немишкә бизгә уқтурмай қелип қалдиң? Дадаң иккимиз Сәндин бәк әнсирәп, издимигән йеримиз қалмиди! — деди. 49 — Издәшниң немә һаҗити? Һәҗәва, силәр Мениң чоқум Атамниң өйидә болидиғанлиғимни билмәмдиңлар? — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса. 50 Лекин улар бу сөзниң мәнасини чүшәнмиди. 51 Һәзрити Әйса улар билән Насирә шәһиригә қайтти. У һәр қандақ ишта ата-анисиниң гепигә кирәтти. Аниси йүз бәргән бу ишларниң һәммисини көңлидә чиң сақлиди. 52 Шундақ қилип, һәзрити Әйсаниң бой-турқи вә әқил-парасити йетилип, Худаниң вә кишиләрниң зоқини кәлтүридиған болди. |
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti