Әстир 4 - Һазирқи Заман Уйғурчә ТәрҗимисиМордикайниң Әстирдин ярдәм сориши 1 Мордикай бу ишлардин хәвәр тапқандин кейин интайин қайғуруп, кийимлирини житип, кәндир рәхткә йөгинип, бешиға күл чечип, Суза шәһирини айлинип жүрүп, наһайити қаттиқ аһу-пәрият көтәрди. 2 У орда дәрвазисиға келип, тохтап қалди. Чүнки қаидә бойичә мата рәхткә йөгәнгән кишиләр ордиға киргүзүлмәтти. 3 Падишаниң пәрмани қайси өлкигә йетип кәлсә, у йәрдики йәһудийлар қайғуруп, налә-пәрият қилишти. Улар роза тутуп, көз йеши қилип, һаза тутушти, нурғун кишиләр кәндир рәхткә йөгинип, күлгә милинип йетишти. 4 Әстирниң хизмитини қилидиған кенизәкләр билән һәрәмъағилири Мордикай һәққидә Әстиргә хәвәр йәткүзгәндә, у интайин беарам болуп, Мордикайға кийим-кечәкләрни әвәтип, униң матини ташлаветишини тәләп қилди. Лекин Мордикай қобул қилмиди. 5 Әстирниң хизмитигә тайинланған падишаниң Һатак исимлиқ бир һәрәмъағиси бар еди. Әстир уни чақиртип, Мордикайниң йениға берип, зади немә ишниң уни қийнаватқанлиғини вә немишкә ундақ болғанлиғини билип келишкә әвәтти. 6 Шуниң билән Һатак орда дәрвазиси алдидики мәйданда Мордикай билән көрүшти. 7 Мордикай йүз бәргән ишларни униңға бир-бирләп ейтип бәрди, шундақла Һаманниң йәһудийларни йоқитиш үчүн дөләт ғәзнисигә қанчилик пул сәдиқә қилишни вәдә қилғанлиғиниму деди. 8 Мордикай униңға йәнә Сузада елан қилинған йәһудийларни йоқитиш тоғрисидики пәрманидин бир нусха бәрди. Мордикай униң бу пәрманни Әстиргә тапшуруп беришини һәм Әстиргә әһвални чүшәндүрүп, униң падишаға ялвуруп, өз хәлқиниң бир қошуқ қенини тилишини тәләп қилди. 9 Һатак қайтип Мордикайниң тәливини Әстиргә йәткүзди. 10 Әстир: — Мордикайға мону гәпләрни йәткүз, — дәп Һатакни йәнә әвәтти. 11 — Падиша ордисида хизмәт қиливатқанлар вә падишаниң қол астидики хәлиқлири шуни билидуки: Әр яки аял болушидин қәтъий нәзәр, қайси бир киши чақирилмай ичкирики һойлиға — падишаниң һозуриға кирсә, қанун бойичә өлтүрүлиду. Пәқәт падиша униңға қолидики алтун сәлтәнәт һасисини узитип қалса, у тирик қалиду. Мени болса падиша чақирмиғили бир ай болди. 12 Әстирниң бу гәплири Мордикайға йәткүзүлди. 13 Мордикай Әстиргә мундақ җавап әвәтти: — Йәһудийларниң һәммиси өлтүрүлидиған йәрдә сән һәргизму «ордида яшиғанлиғим үчүн аман қалимән» дәп ойлимиғин. 14 Әгәр мошу вақитта сән сүкүт қилсаң, йәһудийларға башқа җайдин ярдәм келиду, улар қутулуп қалиду, лекин сән пүтүн уруқ-әвладиң билән қошулуп өлисән. Ким билиду, бәлким сән мошу вақитлар үчүн ханишлиқ мәртивисигә еришкәндурсән? 15 Әстир кейин Мордикайға мундақ җавап қайтурди: 16 — Сиз берип, Суза шәһиридики барлиқ йәһудийларни жиғиң, силәр мән үчүн роза тутуңлар, үч кечә-күндүз һеч нәрсә йемәңлар, һеч нәрсә ичмәңлар. Мәнму кенизәклирим билән шундақ қилимән. Андин мән қанунға хилап болсиму, падишаниң алдиға киримән. Буниң үчүн өлсәмму мәйли. 17 Шундақ қилип, Мордикай кәтти вә Әстирниң тапилиғинидәк қилди. |
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti