8 Шуңа у киши Боазға: — Сән алғин! — дәп аяқ кийимини селип, Боазға бәрди.
Әйни вақитларда исраиллиқларниң мал-мүлүк, сода-сетиқ ишлирида мундақ бир адәт бар еди. У болсиму сатқучи өз аяқ кийимини йешип, алғучиға берәтти. Улар сода-сетиқниң пүткәнлигини мошу усул билән ипадиләтти.
Боаз у йәрдики ақсақаллар һәм җамаәткә: — Әй җамаәт, гепимгә қулақ селиңлар! Бүгүн һәммиңлар гува болуңлар, мән Наомидин Әлимәләкниң мирасини, йәни Килйон билән Маһлонға тәвә болған йәр-зиминларни өзәмниң илкимгә алимән.