3 Рут етизға берип, омичиларниң кәйнидин меңип, чүшүп қалған арпа башақлирини тәрди. Бу етиз дәл Боазниң еди.
Икки қушқачни бир тәңгигә сетивалғили болсиму, лекин асмандики Атаңлар билмәй туруп, улардин бирсиму йәргә чүшмәс.
Узун өтмәй, бир йәһудий роһаний шу йолдин келиветип, һелиқи адәмни көрүп, писәң қилмай йолниң у чети билән меңип өтүп кетипту.
Бундақларға Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән шундақ буйруймиз вә улардин өтүнүп сораймизки, теч яшап, әмгигиңлар билән нан тепип йәңлар.
Бир күни Рут Наомиға: — Етизға берип башақ теришимгә мақул болсиңиз, маңа илтипат көрситидиған бирәр адәмниң кәйнидә жүрүп, башақ терәй, — деди. — Мәйли, барғин қизим, — деди Наоми.
Рут етизда башақ териватқанда, Боаз Бәйтләһәмдин кәлди. У омичиларға: — Пәрвәрдигар силәргә яр болғай! — дәп салам бәрди. — Пәрвәрдигар сизгә бәхит ата қилғай! — дәп салам қайтурди уларму.