Филипиликләргә йезилған хәт 4:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси8 Қериндашлирим, сөзүмниң ахирида шуни ейтимәнки, һәқиқий, махташқа әрзийдиған, адил, пак, гөзәл, шәрәплик, әхлақ-пәзиләтлик вә мәдһийиләшкә сазавәр һәр қандақ ишларға көңүл қоюңлар. Faic an caibideil |
Улар өз шагиртлирини Римдин тайинланған Һирод падишаниң тәрәпдарлири билән биллә һәзрити Әйсаниң йениға әвәтип: — Устаз, Сизниң сәмимий адәм екәнлигиңизни, кишиләргә Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип кәлгәнлигиңизни вә һеч кимгә үз-хәтир қилмайдиғанлиғиңизни билимиз, чүнки кишиләрниң сиртқи қияпити билән һесаплашмайсиз.
Йәһудийә өлкисидики Араматия дегән шәһәрдин кәлгән Йүсүп исимлиқ бир киши бар еди. У ақ көңүл, дурус адәм болуп, Худаниң Падишалиғиниң намайән болушини интизарлиқ билән күтәтти. У йәһудийларниң алий кеңәшмисиниң әзалиридин бири болсиму, уларниң һәзрити Әйса һәққидики бу қарари вә һәрикәтлиригә қошулмиған еди.