Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Филипиликләргә йезилған хәт 4:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн һемишәм шат-хорам болуңлар. Йәнә тәкрарлаймәнки, шат-хорам болуңлар!

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Филипиликләргә йезилған хәт 4:4
18 Iomraidhean Croise  

Шат-хорам болуңлар. Чүнки асманда силәр үчүн көп мукапат сақланмақта. Бурунқи пәйғәмбәр­ләрму мошундақ зиянкәшликләргә учриған.


Түн йеримиға йеқин, Павлус билән Силас Худаға дуа қилип, Худаға мәдһийә нахшилирини ейтивататти. Башқа мәһбуслар болса, қулақ селип аңлавататти.


Әлчиләр кеңәшмидин чиқип, Худаниң өзлирини һәзрити Әйсаниң нами үчүн хорлуқ азави чекишкә лайиқ көргәнлигидин интайин хурсән болушти.


Үмүт ичидә шат-хорам яшаңлар, қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериңлар. Һәр вақит дуада болуңлар.


Қайғу-әләмдә болсақму, һемишәм шат-хораммиз. Намрат болсақму, нурғун кишиләрни роһий җәһәттә бай қиливатимиз. Һеч нәрсимиз йоқ болсиму, һәммигә егимиз.


Лекин мәйли аримиздики бири болсун яки асмандин чүшкән периштә болсун, биз силәргә йәткүзгән Хуш Хәвәргә охшимайдиған башқа бир «хуш хәвәрни» йәткүзсә, униңға ләнәт яғсун.


Шуниңға охшаш, силәрму хурсән болуңлар һәм мән билән биллә шатлиққа чөмүңлар.


Әнди, қериндашлирим, силәр Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн шат-хорам болуңлар. Силәргә бурун ейтқан сөзләрни йәнә қайтилаш маңа аваричилиқ әмәс, чүнки бу сөзләр силәрниң қоғдили­шиңлар үчүндур.


Әксичә Әйса Мәсиһниң азап-оқубәтлиригә ортақ болғанлиғиңлардин хошал болуңлар. У шан-шөһрәт билән қайтип кәлгәндә, силәрму шат-хорамлиққа чөмисиләр.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan