Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Филипиликләргә йезилған хәт 4:22 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

22 Бу йәрди­ки муқәддәс хәлиқтин, болупму Рим императориниң ордиси­дики хизмәткар қериндашлардин силәргә салам.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Филипиликләргә йезилған хәт 4:22
9 Iomraidhean Croise  

Әгәр силәр достлириңлар биләнла салам-саат қилишсаңлар, буниң башқилардин немә пәрқи? Һәтта бутпәрәсләрму шундақ қилидуғу!


Уларни әң мәйүслән­дүргини Павлусниң, «Буниңдин кейин силәр мени қайта көрәлмәй­силәр», дегән сөзи болди. Кейин улар уни кемигә чиқирип узитип қойди.


Һанания унимай, мундақ җавап бәрди: — Әй Рәббим, нурғун кишиләрниң бу адәм һәққидә ейтқанлирини аңлидим. У Йерусалимда Саңа ишәнгүчиләргә интайин рәһимсиз­ләрчә зиянкәшлик қилған!


Бир-бириңлар билән меһриванларчә саламлишиңлар. Бу йәрдики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған һәммә җамаәттин силәргә салам.


Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқидин силәргә салам. Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити, Худаниң меһир-муһәббити вә Муқәддәс Роһниң һәмралиғи силәргә яр болғай!


Сарай муһапизәтчилири вә башқиларниң һәммиси мениң Әйса Мәсиһкә хизмәт қилғанлиғим үчүн кишәнләнгәнлигимни билишти.


Барлиқ йетәкчилириңлар вә башқа мәсиһийләргә салам ейтқай­си­ләр. Италиядин кәлгән қериндашлар силәргә салам йоллиди.


Силәр билән биллә Худа тәрипидин талланған Бабилдики мәсиһий­­ләр җамаитидин вә Худа йолидики оғлум Маркустин силәргә салам.


сән билән пат арида дидар көрүшүшни әвзәл көрдүм. Шу чағда сөзлишәрмиз.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan