20 Барлиқ шан-шәрәп әбәдил-әбәт Худа Атимизға мәнсүп болғай, амин!
уларға Мән силәргә буйруған барлиқ әмирләргә әмәл қилишни үгитиңлар. Мән һәқиқәтәнму заман ахириғичә һәр дайим силәр билән биллә болимән.
Шуниң үчүн мундақ дуа қилиңлар: «Әй асмандики Атимиз, Сениң намиң улуқланғай.
Һеч ким! Чүнки Пәрвәрдигаримиз барлиқ мәвҗудатниң Яратқучисидур, барлиқ мәвҗудат У арқилиқ моҗут болуп туриду вә Униң үчүн моҗуттур. Барлиқ шан-шәрәп әбәдил-әбәт Униңға мәнсүп болғай, амин!
Барлиқ шан-шәрәп Әйса Мәсиһ арқилиқ дана вә ялғуз Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!
Барлиқ шан-шәрәп мәсиһийләр җамаити вә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!
Әйса Мәсиһ арқилиқ һаятиңлар йәнә һәққанийлиқ мевиси билән толуп, Худаға шан-шәрәп вә мәдһийиләр елип келисиләр.
Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай!
Барлиқ һөрмәт вә шан-шәрәп Худаға әбәдил-әбәт мәнсүптур. У мәңгүлүк Падиша, йәни өлмәйдиған вә көз билән көргили болмайдиған бирдин-бир Худадур, амин!
бизни бир падишалиқ қилип уюштуруп, Өз Атиси Худаниң хизмитидики роһаний қилди. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Униңға мәңгү мәнсүп болғай, амин!
Дәл шу чағда, зимин шиддәтлик тәврәнди, шәһәрниң ондин бири гумран болуп, йәттә миң киши һалак болди. Қалғанлири интайин қорқушуп, асмандики Худани улуқлашти.
У җараңлиқ аваз билән: «Худадин қорқуңлар! Уни улуқлаңлар! Чүнки Униң инсанларни сорақ қилидиған вақти йетип кәлди. Асманни, зиминни, деңизни вә булақларни Яратқучиға сәҗдә қилиңлар!» дәтти.
Улар үнлүк аваз билән мундақ дейишәтти: «Боғузланған Қоза Қудрәт, байлиқ, даналиқ, күч-қувәт, Һөрмәт, шан-шәрәп вә мәдһийигә лайиқтур».
«Амин! Мәдһийә, шан-шәрәп, Даналиқ вә тәшәккүр, Һөрмәт вә күч-қудрәт Худайимизға мәңгү мәнсүп болсун. Амин!»