Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Филипиликләргә йезилған хәт 4:18 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

18 Мән силәрниң маңа әвәткән барлиқ соғаңлар­ни тапшуру­валдим. Бу мениң еһтияҗимдин ешип кәтти, әлвәттә. Епафродит арқилиқ әвәткән соғаңларни елип, һәммә нәрсәм техиму толуқлинип кәтти. Бу соғаңлар худди хуш пурақлиқ көйдүрмә қурван­лиқтәк Худани хурсән қилиду.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Филипиликләргә йезилған хәт 4:18
15 Iomraidhean Croise  

Андин кейин уларни көйдүргин. Мана бу Худаға аталған хушпурақлиқ көйдүрмә қурванлиқтур.


Корнилий интайин чөчүгән һалда униңға көзлирини тикип: — Тәхсир, немә иш? — дәп сориди. Периштә униңға: — Сениң дуалириң вә намратларға қилған хәйир-сахавитиң һәққи­дики хәвәрләр Худаға йәтти.


Шуңа, әй қериндашлар, Худа бизгә шундақ рәһим-шәпқәт көрсәткән екән, өзәңларни Худани хурсән қилидиған, Униңға аталған тирик қурванлиқ сүпитидә Униңға беғишлишиңларни өтүни­мән. Мана бу силәрниң Худаға қилидиған һәқиқий ибадитиңлардур.


Мән силәргә хизмәт қилиш үчүн, башқа җамаәтләрдин һәқ елип, уларға «угал» қилдим.


Силәр қилған бу ярдәм Йерусалимдики мәсиһийләрниң еһтияҗини қанду­­рупла қалмай, уларниң Худаға болған шүкүрлирини техиму ашуриду.


Әйса Мәсиһ бизгә меһир-муһәббәт көрситип, биз үчүн Өзини пида қилғандәк, силәрму һаятиңларда бир-бириңларға шундақ меһир-муһәббәт көрситиңлар. Униң биз үчүн Өз җенини пида қилиши худди хуш пурақлиқ көйдүрмә қурванлиққа охшаш Худани хурсән қилди.


Мән мәйли намратлиқ яки баяшәтлик болсун, мәйли тоқчилиқ яки ачарчилиқ болсун, мәйли молчилиқ яки йоқсизлиқ болсун, һәр қачан, һәр қандақ әһвалда қанаәт қилишни биливалдим.


Қериндашлар, силәр үчүн Худаға һәр дайим шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Чүнки ишәнчиңлар барғансири күчийиватиду, бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму чоңқурлиши­ватиду.


Яхшилиқ қилишни вә башқиларни өзимиздә бар болғандин тәң һөзүрләндүрүшни унтумайли. Чүнки Худа бундақ қурванлиқлардин хурсән болиду.


Шундақ қилсаңлар, Худаниң ибадәтханисиниң селишқа ишлитилидиған тирик ташлардин болисиләр. Силәр Худаға аталған роһанийлар болуп, Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға хизмәт қилиш вә мәдһийә ейтиш қатарлиқ Худани хурсән қилидиған қурванлиқларни берәләйсиләр.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan