17 Мениң бундақ дейишим, силәрдин бирәр соға тәләп қилиш әмәс, бәлки силәрниң маңа бәргән ярдимиңлар үчүн Худаниң силәргә зор бәхит қайтурушини үмүт қилиштур.
Силәр Мени таллиғиниңлар йоқ, әксичә Мән силәрни таллидим. Мән силәрни мевә бәрсун һәм мевилириңлар мәңгү сақлансун, дәп тайинлидим. Мошундақ мевә бәргиниңларда, Мениң намим билән Атамдин немә тилисәңлар, Атам шуни бериду.
Силәр көп мевә беришиңлар арқилиқ Мениң шагиртлирим екәнлигиңларни испатлайсиләр. Бу Атамға шан-шәрәп елип келиду.
Мән бу сәдиқини уларға теч-аман тапшуруп болғандин кейин, силәргә йолуқуп, андин Испанияға баримән.
Йәнә шуни ейтимәнки, һеч қайсиңлар мени ахмақ, дәп қалмаңлар. Әгәр ахмақ дәп қарисаңлар, бир ахмақни қобул қилғанчилик болсиму мени қобул қилиңлар. Шуниң билән мәнму бир аз махтинивалай.
Шу сәвәптин, силәрниң беришкә вәдә қилған мәртләрчә сәдиқәңләрни алдин-ала тәйяр қилишиңлар үчүн, бу қериндашларниң йениңларға биздин авал беришини зөрүр көрдүм. Шундақ болғанда, сәдиқәңләрниң тәйярланғанлиғини һәм уларниң мәҗбурий әмәс, бәлки разимәнлик билән қилинғанлиғини көрүвалғили болиду.
Әйса Мәсиһ арқилиқ һаятиңлар йәнә һәққанийлиқ мевиси билән толуп, Худаға шан-шәрәп вә мәдһийиләр елип келисиләр.
Буни бирәр еһтияҗим түпәйлидин ейтиватқиним йоқ, чүнки мән һәр қандақ әһвалда бариға қанаәт қилишни үгинивалдим.
Силәргә мәлумки, биз һеч қачан силәрниң йениңларға хошамәт қилғили яки ниқаплинип тамахорлуқ қилғили бармидуқ. Буниңға Худа гувадур.
шундақла һарақкәш вә зораван болмаслиғи, хуш пеил, гәп талашмайдиған, өзини мал-дунияға урмайдиған киши болуши,
Чүнки пулпәрәслик һәр хил яманлиқниң йилтизидур. Бәзиләр бай болуш һәвәси билән ишәнчидин чәтнәп, өзигә түгимәс азап тепивалиду.
Мәсиһийләр җамаитигә йетәкчи болған бундақ киши Худаниң хизмитини зиммисигә алғанлиғи үчүн, шундақ әйипсиз болуши керәкки, һәргиз тәрса, чос мүҗәз, һарақкәш, зораван, мал-дунияға тамахор болмаслиғи,
Мәсиһий қериндашлиримиз һаҗәтмәнләргә ярдәм қилип, өзлирини яхши әмәлләрни қилишқа беғишлашни үгәнсун. Шундақ болғанда, уларниң һаяти мевисиз болмайду.
Худа адаләтсиз әмәстур. У һәргиз силәрниң Униңға сиңдүргән әҗриңлар вә мәсиһийләргә қилип келиватқан хизмитиңлар арқилиқ көрсәткән меһир-муһәббитиңларни унтумайду.
қойчи қойлириға яхши қариғиниға охшаш, силәрму Худа силәргә аманәт қилған мәсиһийләр җамаитиниң һалидин хәвәр елиңлар. Буни мәҗбурийәт, бәлки Худаниң ирадиси бойичә разимәнлик билән қилиңлар. Пул тепиш үчүн әмәс, қизғинлиқ билән қилиңлар.
Улар Беорниң оғли Билъамниң йолиға меңип, тоғра йолдин чәтнәп кәтти. Билъам пулпәрәс болғачқа, яманлиқ қилди.
Улар ачкөз болғачқа, ойдурма сөзләр билән мал-мүлкүңларни талан-тараҗ қилиду. Худаниң уларға беридиған җазаси бурундин тәйярдур, уларниң һалакити болса кечиктүрүлмәйду.
Буларниң һалиға вай! Чүнки улар өз инисини өлтүргән Қабилниң йоли билән маңди. Пул тепиш үчүн Билъамға охшаш һәр қандақ яман ишни қилди. Кораһ Худаға қарши исиян көтирип һалак болғандәк, уларму ахир һалак болиду.