Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Филипиликләргә йезилған хәт 4:15 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

15 Әй филипиликләр, силәргә мәлумки, мән силәргә бу Хуш Хәвәрни йәткүзүшни башлиған вә Македонийә өлкисидин кәткән чағлиримда, силәрдин башқа һеч қандақ мәсиһийләр җамаити маңа ярдәм бәрмиди.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Филипиликләргә йезилған хәт 4:15
12 Iomraidhean Croise  

Зиндандин чиққан Павлус билән Силас Лидияниң өйигә берип, у йәрдә қериндашлири билән көрүшүп, уларни илһамландуруп, шәһәрдин чиқип кәтти.


Чүнки Македонийә вә Юнан өлкилиридики мәсиһийләр җамаити сәдиқә топлап, Йерусалимдики мәсиһийләр арисидики йоқсулларға ярдәм беришни лайиқ тапти.


Қериндашлар, шуни билишиңларни халаймәнки, бешимға кәлгән бу җапа-мәшәқәтләр Хуш Хәвәрниң техиму кәң тарқилишиға түрткә болди.


Булар мениң Хуш Хәвәрни қоғдашқа тайинланғанлиғимни билип, мени сөйгәнлиги үчүн, бу Хуш Хәвәрни йәткүзүватиду.


Чүнки мән араңларда Хуш Хәвәрни йәткүзүшкә башлиған биринчи күндин һазирғичә силәр мениң бу хизмитимни қоллап кәлдиңлар.


Мениң бундақ ойлишим тоғра дәп қараймән. Чүнки силәрниң мениң қәлбимдин алған орнуңлар наһайити муһим. Мәйли мән зинданда кишәнлинип ятқан вақтимда болсун яки сиртта Хуш Хәвәрни қоғдап, униңға гувалиқ бәргән вақтимда болсун, һәммиңлар мән билән биллә Худа­ниң илтипатидин тәң һөзүрләндиңлар.


Шуңлашқа, әзиз қериндашлирим, мән араңлардики вақтимда һемишәм сөзүмни аңлиғиниңлардәк, силәрдин айрилған мошу вақит­лардиму сөзүмни техиму яхши аңлаңлар. Худадин қорқуп вә Уни чоңқур һөрмәтләп, Худа силәрни қутқузғанда ата қилған йеңи һаятни турмушуңларға өзләштүрүшкә тиришиңлар.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan