Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Филипиликләргә йезилған хәт 4:14 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

14 Шундақтиму силәр қийинчилиқлиримға ярдәм берип яхши қилдиңлар.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Филипиликләргә йезилған хәт 4:14
14 Iomraidhean Croise  

Ғоҗайин униңға: «Наһайити яхши! Сән яхши вә ишәнчлик чакар екәнсән! Мән саңа һавалә қилған кичик ишта ишәнчлик болуп чиққанлиғиң үчүн, сени чоң ишларға қойимән. Кәл, ғоҗайиниңниң хошаллиғиға җор бол!» дәпту.


Улар бу ишни өз ихтияри билән қилди. Әмәлиятта бу уларниңму қәрзи еди. Чүнки йәһудий әмәсләр йәһудийларға хас болған роһий җәһәттики бәхиттин һөзүрләнгән екән, ундақта йәһудий қериндашлиримизму уларниң маддий җәһәттики ярдимигә еришишкә лайиқтур.


Худаниң сөзидин тәлим еливатқан киши өзигә тәлим бәргүчини өзидә бар болған яхши нәрсиләр билән һөзүрләндүрсун.


Мениң бундақ ойлишим тоғра дәп қараймән. Чүнки силәрниң мениң қәлбимдин алған орнуңлар наһайити муһим. Мәйли мән зинданда кишәнлинип ятқан вақтимда болсун яки сиртта Хуш Хәвәрни қоғдап, униңға гувалиқ бәргән вақтимда болсун, һәммиңлар мән билән биллә Худа­ниң илтипатидин тәң һөзүрләндиңлар.


Мән силәрниң маңа әвәткән барлиқ соғаңлар­ни тапшуру­валдим. Бу мениң еһтияҗимдин ешип кәтти, әлвәттә. Епафродит арқилиқ әвәткән соғаңларни елип, һәммә нәрсәм техиму толуқлинип кәтти. Бу соғаңлар худди хуш пурақлиқ көйдүрмә қурван­лиқтәк Худани хурсән қилиду.


Уларға башқиларға яхшилиқ қилишни вә хәйир-сахавәт­лик ишларни көп қилишни, мәрт вә қоли очуқ болушни буйруғин.


Бәзидә хәлқиаләм алдида һақарәт вә харлинишларға учридиңлар. Бәзидә өзәңларға охшаш муамилигә учриғанлар тәрәптә турдуңлар.


Мәһбус мәсиһийләрниң дәрдигә ортақ болдуңлар. Мал-мүлкүңлар буланғандиму, кәлгүсидә техиму гөзәл, бақий байлиққа егә болидиғанлиғиңларни билгәчкә, хошаллиқ билән қобул қилдиңлар.


Яхшилиқ қилишни вә башқиларни өзимиздә бар болғандин тәң һөзүрләндүрүшни унтумайли. Чүнки Худа бундақ қурванлиқлардин хурсән болиду.


Мән қериндишиңлар Юһаннамән. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн азап-оқубәткә, Худаниң Падишалиғиға вә сәвир-тақәткә ортақмиз. Худаниң Сөзи вә Әйса Мәсиһниң қилған гували­ғини тарқатқанлиғим үчүн, бир мәзгил Патмос арилида мәһбус болуп туруп қалғандим.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan