Филипиликләргә йезилған хәт 4:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси11 Буни бирәр еһтияҗим түпәйлидин ейтиватқиним йоқ, чүнки мән һәр қандақ әһвалда бариға қанаәт қилишни үгинивалдим. Faic an caibideil |
Мән қәтъий шундақ қараймәнки, Рәббим Әйса Мәсиһни тонушниң әвзәллиги алдида һәр қандақ иш қәдирсиздур. Әйса Мәсиһни тонуп йетишим һәм Униңға зич бағлинишим үчүн, һәммини ташлавәттим һәм уларни әхләт, дәп қараймән. Әнди мениң һәққаний адәм дәп җакалинишим Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ болди. Чүнки бу һәққанийлиқ ишәнч арқилиқ Худадин кәлди.