Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Филипиликләргә йезилған хәт 3:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

7 Лекин мән бурун қутқузулуш үчүн муһим билгән бу ишларни һазир пүтүнләй әһмийәтсиз, дәп қаридим.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Филипиликләргә йезилған хәт 3:7
20 Iomraidhean Croise  

Шәһәрдин чиқиш биләнла, периштәләрдин бири: — Силәр җениңларни сақлап қелиш үчүн қечиңлар! Кәйниңларға қаримаңлар, таққа йәткичә түзләңликтә тохтимаңлар! Болмиса, өлүп кетисиләр, — деди.


У чағда Лутниң аяли кәйнигә бурулуп қариведи, шу петичә қетип, таштузға айлинип қалди.


Бир адәм пүтүн дунияға егә болуп һаятидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?! Немини төләпму һаятлиққа еришкили болсун?!


У адәм чапинини селип ташлап, орнидин дәс туруп, һәзрити Әйсаниң алдиға кәлди.


— Маңа әгәшкәнләр Мени ата-аниси, бала-җақиси, ака-укилири, ача-сиңиллири, һәтта өз җенидинму әзиз көрмисә, Мениң шагиртим болушқа лайиқ әмәс.


Шуниңға охшаш, қайсиңлар болсун бар-йоқуңлардин ваз кәчмисәңлар, Мениң шагиртим болалмайсиләр.


Бай бу ишни билгәндин кейин, бу сәмимийәтсиз ғоҗидариниң зерәклигигә қайил бопту. Чүнки у өз кәлгүсини ойлап тәйярлиқ қилған екән. Дәрвәқә, бу дунияниң имансиз адәмлири өз мәнпийи­тигә кәлгәндә, Худаниң йоруқлуғида яшайдиған адәмләрдин зерәк.


Һәммиси қосақ­ли­рини тойдурғандин кейин, кемичиләр кемини йениклитиш үчүн, кемидики буғдайларниму деңизға ташлавәтти.


У Худа әвәтишкә вәдә қилған Қутқазғучи-Мәсиһ үчүн харлинишни, Мисирниң ғәзнисидики байлиққа егә болуштинму әвзәл билди. Чүнки у асмандики мукапатни күтүвататти.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan