Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Филипиликләргә йезилған хәт 3:21 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

21 Шу чағда У пүткүл мәвҗу­датни Өзигә бойсундуридиған қудрити билән бизниң чирип кетидиған тенимизни өзгәртип, уни Өзиниң шан-шәрәплик тенигә охшаш қилиду.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Филипиликләргә йезилған хәт 3:21
18 Iomraidhean Croise  

У йәрдә һәзрити Әйсаниң қияпити уларниң көз алдидила өзгирип, йүзи қуяштәк парлиди, кийимлири нурдәк аппақ болуп чақниди.


Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Силәр Муқәддәс Язмиларни вә Худаниң қудритини билмигән­лигиңлар үчүн хаталишисиләр.


Һәзрити Әйса уларниң йениға келип, мундақ деди: — Асманда вә йәр йүзидә пүтүн һоқуқ Маңа берилди.


Чүнки Худа әзәлдинла бу кишиләрни билгән. У бу киши­ләрниң кәлгүсидә Өз Оғлиға охшаш болушини алдин-ала бәлгүлигән. Буниңдики мәхсәт, Әйса Мәсиһни бу нурғун қериндашларниң ариси­да тунҗа Оғли қилиш еди.


Һаятиңларниң мәнбәси болған Әйса Мәсиһ қайтип кәлгәндә, силәр Униң билән биллә шан-шәрәптә аян болисиләр.


Қәдирлик қериндашлар, биз һазир Худаниң пәрзәнтлиримиз, лекин кәлгүсидә қандақ болидиғанлиғимиз техи бизгә очуқ аян қилинмиған. Бирақ Әйса Мәсиһ қайтип кәлгәндә, Униңға охшаш болидиғанлиғимизни билимиз. Чүнки шу чағда У қандақ болса, биз Уни шу пети көримиз.


Пәрвәрдигар Худа дәйдуки: «Баш вә Ахир Өзәмдурмән. Һазир вә әзәлдин Бар Болған һәм Мәңгү Бар Болғучимән, шундақла һәммигә қадирдурмән».


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan