Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Филипиликләргә йезилған хәт 3:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Қутқузулуш үчүн чоқум хәтнә қилиниш керәк, дәп жүридиған «тән кәскүчиләрдин» һошияр болуңлар. Бу яманлиқ қилғучиларниң ишттин пәрқи йоқ!

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Филипиликләргә йезилған хәт 3:2
31 Iomraidhean Croise  

У чағда нурғун кишиләр ишәнчидин таниду, бир-бирини тутуп бериду вә бир-биригә өчмәнлик қилиду.


— Алдиңларға қой терисигә оринивелип кәлгән, ичи жирт­қуч чил бөридәк сахта пәйғәмбәрләрдин һошияр болуңлар.


— Иштқа муқәддәс нәрсини бәрмәңлар яки тоңғузниң алдиға үнчә-мәрвайитларни ташлап қоймаңлар. Чүнки ишт кәйнигә бурулуп силәрни таллайду; тоңғуз үнчә-мәрвайитларни аяқ астида дәссәп янчийду.


Пәқәт сиртқи көрүнүштә йәһудий болғанниң һәммисинила һәқи­қий йәһудий дегили болмайду. Пәқәт җисманий җәһәттә хәтнә қилини­­шиға қарапла уни һәқиқий хәтнә дегили болмайду.


Чүнки бундақлар сахта әлчиләр, һелигәрләр болуп, өзлирини Әйса Мәсиһниң әлчиси, дәп пәдәзливал­ғанлардур.


Қериндашлар, силәр әркинликкә чақирилдиңлар, лекин бу әркин­лигиңлар гунакар тәбиитиңларниң арзулирини қандурушниң баниси болуп қалмисун. Әксичә буни бир-бириңларға меһир-муһәббәт билән хизмәт қилишниң пурсити, дәп билиңлар.


Лекин пәхәс болуңларки, бир-бириңларни чишләп тартип жүрсәңлар, өзәңларниму вәйран қилисиләр.


Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадиләнгән ишәнчла муһим, дәп қараймиз.


Бундақларниң ақивити мәңгүлүк һалакәт­тур. Уларниң Худаси өзиниң қарнидур. Уларниң махтиниди­ғини номуссиз ишлардур. Улар пәқәт бу дунияниң ишлиринила ойлайду.


Худаниң нәзәридә һәқиқий хәтнә қилинғанлар улар әмәс, бәлки бизләр. Чүнки биз Муқәддәс Роһқа тайинип, Худаға ибадәт қилип, Әйса Мәсиһ билән махтинимиз. Биз қилчиму хәтнигә вә өзимиз сиңдүргән әҗиргә таянмаймиз.


Ишәнчтә вә пак вижданиңда чиң тур. Бәзиләр пак вижданини бир яққа қайрип қойди. Нәтиҗидә уларниң ишәнчи худди хада ташқа урулған кемигә охшаш вәйран болди.


Улар Худани тонуймиз, дәп давраң салсиму, лекин әмәлиятида Уни рәт қилиду. Улар һеч кимгә бойсунмайдиған жиркиничлик кишиләр болуп, қолидин һеч қандақ яхши иш кәлмәйду.


Униң яман йолға қайтқини дәл һекмәтлик сөзләрдә ейтилғиниға охшайду: «Ишт айлинип өз қусуғини йәр» вә йәнә «Чошқа жуюнуп чиқипла патқақта еғинар».


Бу хәтни чоқум йезишим керәк, чүнки Худа йолида маңмиған бәзи кишиләр араңларға көз боямчилиқ билән киривелип, бузуқчилиқ қиливәрсәкму Худаниң меһир-шәпқити билән кәчүрүлимиз, дегәндәк тәлимләрни берип, бирдин-бир Егимиз вә Рәббимиз болған Әйса Мәсиһни рәт қилмақта. Уларниң сораққа тартилиши һәққидә Муқәд­дәс Язмиларда бурунла йезилған.


Сениң азап-оқубәтлириңни вә намратлиғиңни билимән, лекин әмәлиятта сән бай. Өзлирини йәһудий дәвалғанларниң төһмәтлирини билимән. Әмәлиятта улар йәһудий әмәс, бәлки шәйтанниң груһиди­киләрдур.


Лекин қорққанчақ, етиқатсиз, бузуқ, қатил, җинсий әхлақсизлиқ қилғучи, сехиргәр, бутпәрәс вә ялғанчиларға кәлсәк, уларниң ериши­диғини гуңгут билән янған от көлидур. Мана бу иккинчи өлүмдур».


Пәскәшләр, сехиргәрләр, җинсий әхлақсизлиқ қилғучилар, қатиллар, бутпәрәсләр, ялғанчилар вә ялғанчилиқ қилиш­қа хуштарларниң һәммиси шәһәрниң сиртида қалиду.


Қара, шәйтан груһидикиләргә, өзлирини йәһудий дәп атавалған, әмәлиятта йәһудий әмәс алдамчиларни шундақ ақивәткә қалдуримәнки, улар келип сениң айиғиңға жиқилиду вә Мениң сени яхши көридиғанлиғимни көриду.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan