Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Филипиликләргә йезилған хәт 3:17 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

17 Қериндашлар, мени үлгә қилиңлар, шундақла силәр бизни үлгә қилған кишиләрдинму үгиниңлар.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Филипиликләргә йезилған хәт 3:17
15 Iomraidhean Croise  

Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә зит тәлим бериш билән араңларда бөлүнүш вә ишәнчиңларда тәвриниш пәйда қилидиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин жирақлишиңлар.


Башқиларни, мәйли улар йәһудийлар, йәһудий әмәсләр яки Худаға мәнсүп җамаәттики мәсиһийләр болсун, гунаға башлайдиған ишни қилмаңлар.


Мән Әйса Мәсиһни өзәмгә үлгә қилғинимдәк, силәрму мени өзәң­ларға үлгә қилиңлар.


Шуниң үчүн силәрниң мени үлгә қилишиңларни өтүнимән.


Мәндин үгәнгән, қобул қилған, аңлиған вә көргәнлириңларни әмәлий һәрикитиңларда көрситиңлар. Шундақ болғанда, хатирҗәм­лик беридиған Худа силәр билән биллә болиду.


Силәр биздин, шундақла Рәббимиздин үлгә алдиңлар. Чүнки силәр еғир қийинчи­лиқларға қаримай, Муқәддәс Роһ ата қилған шат-хорамлиқ ичидә Худаниң сөзини қобул қилдиңлар.


Әгәр ушбу хетимиздики сөзләрни қобул қилмайдиғанлар болса, улардин һәзәр әйләңлар, уларни уялдуруш үчүн улар билән арилашмаңлар.


Биздин қандақ үлгә елишиңлар керәклигини өзәңлар билисиләр, чүнки биз силәр билән биллә болғанда һорунлуқ қилип, лағайлап жүрмигәндуқ.


Бундақ қилишимиз, силәрдин ярдәм сорашқа һәқлиқ болмиғанлиғимиздин әмәс, бәлки силәргә яхши үлгә қалдуруш үчүн еди.


Башқилар сени яш дәп саңа сәл қаримисун. Сән сөзлириңдә, әмәлиятиңда, меһир-муһәббәт, ишәнч вә паклиқта мәсиһийләргә үлгә бол.


Худаниң сөзини силәргә йәткүзгән йетәкчиләрни есиңларда тутуңлар. Уларниң һаятиниң нәқәдәр яхши мевиләрни бәргәнлигини әсләп, улар­ниң ишәнчидин үлгә елиңлар.


Силәргә аманәт қилинған бу мәсиһийләр җамаитиниң һөкүмрани болувалмаңлар, әксичә бу җамаәткә үлгә болуңлар.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan