Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Филипиликләргә йезилған хәт 3:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

16 Қандақ болуши­дин қәтъий нәзәр, биз Худа бизгә көрситип бәргән һәқиқәттә чиң турушимиз керәк.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Филипиликләргә йезилған хәт 3:16
14 Iomraidhean Croise  

Өз ара инақ өтүңлар, мәғрурланмаңлар. Әксичә төвән дәриҗидики кишиләр билән бериш-келиш қилиңлар. Һәргиз биләрмән болувал­маңлар.


Сәвир-тақәт вә илһам ата қилидиған Худа силәрниң Әйса Мәсиһни үлгә қилип, өз ара инақ яшишиңлар үчүн ярдәм қилғай.


Силәр ишәнч йолида алға бесиватқан едиңлар, бирақ ким силәр­ниң һәқиқәткә бойсунушуңларға тосалғу болди?


Мундақ көз-қараш билән яшайдиғанларға — Худаниң һәқиқий хәлқигә аманлиқ вә рәһим-шәпқәт яр болғай!


Немә болушидин қәтъий нәзәр, әмәлий һәрикитиңлар Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәргә лайиқ болсун. Шундақ болғанда, мәйли мән йениңларға берип, силәр билән дидар көрүшәй яки мошу йәрдә туруп, силәрниң әһвалиңлардин хәвәрдар болай, силәрниң бир нийәт, бир мәхсәттә қәтъий тәврәнмәй, бу Хуш Хәвәр елип келидиған ишәнч үчүн бирликтә күрәш қиливатқанлиғиңларни биләләймән.


Шундақ екән, силәр охшаш ой-пикир, сап меһир-муһәббәт вә бир нийәт, бир мәхсәттә болуң­лар. Шундақ болғанда, мени хошаллиққа чөмдүрисиләр.


Еводия вә Синтихә ханим, силәрдин өтүнимәнки, Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн чиқишип өтүңлар.


Силәр Әйса Мәсиһни Рәббимиз, дәп қобул қилған екәнсиләр, Униңға әгишип яшаңлар.


Дуа қилишни тохтатмаңлар. Дуа қилғанда, пүтүн диққитиңлар билән дуа қилиңлар вә Худаға шүкүр ейтиңлар.


Шуниң үчүн аңлиған вә қобул қилған тәлимләрни есиңдә тут. Уларға әмәл қил, товва қил. Әгәр ойғанмисаң, Мениң келишим саңа худди оғриниң күтүлмигән вақитта кәлгинидәк туюқсиз билиниду. Мениң келидиған вақит-саатимни һәргиз биләлмәйсән.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan