Филипиликләргә йезилған хәт 3:13 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси13 Қериндашлар, мән һәргиз өзәмни бу мәхсәткә йетип болдум, дәп қаримаймән. Лекин мән шундақ қилимәнки, худди жүгрәш мусабиқисидә кәйнигә қаримай жүгрәватқан адәмдәк, мәнму өтүп кәткән ишларни ойлимай, кәлгүсидики нишанға қарап тиришимән. Faic an caibideil |
Мән қәтъий шундақ қараймәнки, Рәббим Әйса Мәсиһни тонушниң әвзәллиги алдида һәр қандақ иш қәдирсиздур. Әйса Мәсиһни тонуп йетишим һәм Униңға зич бағлинишим үчүн, һәммини ташлавәттим һәм уларни әхләт, дәп қараймән. Әнди мениң һәққаний адәм дәп җакалинишим Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ болди. Чүнки бу һәққанийлиқ ишәнч арқилиқ Худадин кәлди.
Шуниң үчүн өлүмгә елип баридиған яманлиқлардин йениш, Худаға ишиниш, чөмүлдүрүлүшни қобул қилиш, башқиларға қол тәккүзүп дуа қилиш, тирилдүрүлүш вә мәңгүлүк һөкүм қатарлиқ тәлимләргә қайта асас салимиз, дәп олтармайли. Әйса Мәсиһ тоғрисидики бу хил башланғуч тәлимләрдә тохтап қалмай, йетилишкә қарап маңайли.