Атам һәммини Маңа тәғдим қилди. Мени Атамдин башқа һеч ким һәқиқий тонумайду. Атамниму Мән вә Мән Өзәм ашкарилашни халайдиған кишиләрдин башқа һеч ким һәқиқий тонумайду.
Мән әнди айрилиш алдида туримән. Уларни бу дунияда қалдуруп, Сениң йениңға кетиватимән. Әй муқәддәс Ата, уларниң Саңа болған садиқлиғини сақлиғин. Биз Иккимиз бир болғандәк, уларму бир болсун.
Көзүмиз ишәнчимизниң асасчиси вә мукәммәлләштүргүчиси болған Әйса Мәсиһтә болсун. У Өзини күткән хошаллиқ үчүн, чапрас яғачтики азапқа бәрдашлиқ бәрди һәм бундақ һақарәтлик өлтүрүлүшкә писәң қилмиди. Шуниңдин бу ян У Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтармақта.