Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Филипиликләргә йезилған хәт 2:29 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

29 Шуңа уни қериндишиңларни күтүвалғандәк хошал-хорамлиқ билән күтүвалғайсиләр һәм бундақ кишиләрни һөрмәтлигәйсиләр.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Филипиликләргә йезилған хәт 2:29
21 Iomraidhean Croise  

Әгәр бирәр йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса, у йәрдин кәткиниңларда уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар, — деди.


Йәнә шуни билип қоюңларки, Мән әвәткән һәр қандақ бир кишини қобул қилғанлар Мени қобул қилған болиду. Мени қобул қилғанлар болса, Мени Әвәткүчи Худани қобул қилған болиду.


Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлисиға кирип, ибадәт қилишатти. Өйлиридиму хошал-хорамлиқ вә ақ көңүллүк билән бир-бирини меһман қилишип, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн нанни бөлүшүп йейишәтти.


Улар бизни һөрмәтләп, нурғун соғи­ларни әкелишти. Үч айдин кейин, бу йәрдин кетидиған вақтимизда, бизни йолда лазим болидиған керәк нәрсиләр билән тәминлиди.


Шуниң билән шу шәһәрдики кишиләр чоңқур хошаллиққа чөмди.


Хуш Хәвәр йәткүзгүчиләр әвәтилмисә, Хуш Хәвәр қандақ йәткүзүл­сун? Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Хуш Хәвәрни йәткүзгәнләр­ниң қәдими нәқәдәр мубарәк һә!»


Силәр уни Рәббимизгә мәнсүп дәп қарап, Худаниң муқәддәс хәлқидә болушқа тегишлик қизғинлиқ билән күтүвалғайсиләр. Униң силәрдин күткән һәр қандақ еһтияҗиға ярдәм қилғайсиләр, чүнки у нурғун кишиләр­гә, шуниңдәк маңиму чоң ярдәм қилған.


Тимотий йениңларға берип, силәр билән биллә турғанда, униң қорқмай, әркин-азадә болушиға көңүл бөлүңлар. Чүнки уму маңа охшаш, Рәббимиз үчүн хизмәт қиливатиду.


Улар силәрни роһландурғандәк, мениң қәлбимниму роһландурди. Бундақ кишиләрни қәдирләңлар.


Чүнки өз-өзини махтайди­ған әмәс, бәлки Рәббимизниң махтишиға муйәссәр болған киши һәқиқий махташқа әрзийду.


Қәлбиңлардин бизгә орун бериңлар. Биз һеч кимгә наһәқлиқ қилми­дуқ, һеч кимни ишәнч йолидин аздурмидуқ, һеч қачан өзимиз­ниң мәнпийитини көзлимидуқ.


Мана шуниң үчүн силәрниң униң билән қайта көрүшүп хурсән болушуңлар үчүн, уни тезла йолға салмақчимән. Шундақ қилсам, мән силәрдин көп әнсир­мәй­диған болимән.


Мән билән биллә зинданда йетиватқан бурадирим Аристархус, шундақла Барнабаниң җийәни Маркустин силәргә салам. (Әгәр Маркус йениңларға берип қалса, уни тапилиғинимдәк күтүвелиң­лар.)


Қериндашлар, араңларда җапалиқ ишләватқан вә Рәббимизниң йолида силәргә йетәкчилик қилип несиһәт қиливатқанларни қәдирли­шиңларни сораймиз.


Мәсиһийләр җамаитини яхши башқуридиған йетәкчиләр, болупму Худаниң сөзини йәткүзүш вә тәлим бериштә әҗир сиңдүр­гән кишиләр чоқум чоңқур һөрмәткә сазавәр болуши вә униңға лайиқ һәқ елиши керәк.


Йетәкчилириңларға бойсунуңлар. Уларниң сөзини аңлаңлар. Чүнки улар өз хизмитидин Худаға һесап бәргәчкә, һемишәм силәргә агаһ болуп туриду. Уларниң хизмитиниң ғәм-әндишә билән әмәс, хошал-хорамлиқ билән елип берилиши үчүн, уларниң гепигә кириңлар.


Шуниң үчүн мән барғанда, униң қилған әскиликлирини йүзигә салимән. У бизгә яман сөзләр билән һуҗум қиливатиду. У буниң биләнла чәклинип қалмай, Әйса Мәсиһниң хизмитини қилиш үчүн кәлгән қериндашлиримизниму қобул қилмайватиду. Һәтта бу қериндашлиримизни қобул қилмақчи болған кишиләрни тосап, уларни җамаәттин қоғлап чиқириватиду.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan