Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Филипиликләргә йезилған хәт 2:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Шундақ екән, силәр охшаш ой-пикир, сап меһир-муһәббәт вә бир нийәт, бир мәхсәттә болуң­лар. Шундақ болғанда, мени хошаллиққа чөмдүрисиләр.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Филипиликләргә йезилған хәт 2:2
28 Iomraidhean Croise  

Қиз чоқум өзи билән той қилидиған жигиткә мәнсүп болиду. Қолдаш болса, жигитниң тәйярлиғини қилип, униң келишини күтиду һәм униң авазини аңлап хурсән болиду. Шуниңға охшаш, мәнму һәзрити Әйсаниң келишидин хошаллинип, қин-қинимға патмай қалдим.


Улар башқа мәсиһийләр билән дайим бир йәргә җәм болуп, бир нийәттә дуа-тилавәт қилишатти. Уларниң ичидә һәзрити Әйсаниң аниси Мәрийәм, һәзрити Әйсаға әгәшкән аяллар вә Униң инилириму бар еди.


«Өтүп кетиш» һейтидин кейинки әллигинчи күни кәлгән «Ома» һейтида мәсиһийләрниң һәммиси Йерусалимда бир йәргә җәм болған еди.


Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлисиға кирип, ибадәт қилишатти. Өйлиридиму хошал-хорамлиқ вә ақ көңүллүк билән бир-бирини меһман қилишип, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн нанни бөлүшүп йейишәтти.


Әлчиләр хәлиқ ичидә нурғун мөҗүзә вә карамәтләрни көрсәтти. Барлиқ мәсиһийләр мәркизий ибадәтханидики «Сулайман пешай­винида» дайим җәм болатти.


Өз ара инақ өтүңлар, мәғрурланмаңлар. Әксичә төвән дәриҗидики кишиләр билән бериш-келиш қилиңлар. Һәргиз биләрмән болувал­маңлар.


Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән һәммиң­ларни иттипақлишишқа, бөлүнмәсликкә, бир нийәт, бир мәхсәттә бирлишишкә чақиримән.


Әң ахирида, қериндашлар, хошал-хорам болуңлар, ишәнчтә йетил­гән адәм болуп чиқиш үчүн тиришиңлар. Несиһәтлиримни қобул қилип, бир нийәт, бир мәхсәттә инақ өтүңлар. Меһир-муһәббәт вә аманлиқ мәнбәси болған Худа силәр билән биллә болғай!


Шуниң үчүн йениңларға беришниң орниға хәт яздим. Мәхситим, йениңларға барған вақтимда мени хошал қилишқа тегишлик болған силәрниң әксичә мени қайғуға салмаслиғиңлар үчүндур. Мән ишинимәнки, мениң хошал­лиғим силәрниң хошаллиғиңлардур.


Биз пәқәт униң келиши биләнла әмәс, бәлки униң силәрдин алған тәсәллиси биләнму тәсәлла таптуқ. У силәрниң маңа болған сеғинишиңларни, өткүзгән хаталиғиңларға қилған пушайминиңларни вә маңа болған қизғинлиғиңларни бизгә ейтқанда, хошаллиғим техи­му ашти.


Һәр қетим силәр үчүн дуа қилғинимда, қәлбим хурсәнликкә толуп ташиду.


Һазир мениң йенимда Тимотийдин башқа маңа охшаш силәргә һәқиқий көңүл бөлидиған адәм йоқ.


Еводия вә Синтихә ханим, силәрдин өтүнимәнки, Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн чиқишип өтүңлар.


Чүнки мән силәр билән бир йәрдә болмисамму, қәлбим дайим силәр билән биллә. Силәрниң турмушуңларниң тәртиплик вә Әйса Мәсиһкә болған ишәнчиңларниң мустәһкәм екәнлигини аңлап, хурсән болмақтимән.


Әй Рәббимиз сөйгән қериндашлар, силәр үчүн һәр дайим Худаға шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Сәвәви силәрниң Муқәддәс Роһ тәрипидин пак қилинишиңлар вә һәқиқәткә ишинишиңлар арқилиқ Худа силәрни қутқузулушқа алдин-ала таллиди.


Айрилған вақтимизда аққузған көз яшлириңни әслигинимдә, сән билән йәнә бир қетим көрүшүшни интайин арзу қилимән. Сән билән көрүшүш мени интайин хошал қилиду.


Шуңа, әй қериндишим, Рәббимиз үчүн илтимасимни қобул қилғин. Иккилимиз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, роһумни көтәр.


Пәрзәнтлириңиздин бәзилириниң асмандики Атимиздин алған әмир бойичә һәқиқәт йолида маңғанлиғини көрүп, интайин хурсән болдум.


Мән үчүн пәрзәнтлиримниң һәқиқәт йолида меңиват­қанлиғини аңлаштинму чоң хошаллиқ йоқтур.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan