Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Филипиликләргә йезилған хәт 2:19 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

19 Рәббимиз Әйса халиса, Тимотийни йеқинда йениңларға әвәти­мән. Буниң билән өз ара әһвалимизни уқушуп, көңлимиз арам тапиду.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Филипиликләргә йезилған хәт 2:19
22 Iomraidhean Croise  

Пүткүл хәлиқләр Униң намиға үмүт бағлар».


Павлуслар Дәрбә вә Листра шәһәрлиригиму кирип өтти. Листрада Тимотий исимлиқ бир мәсиһий бар еди. Униң аниси Әйса Мәсиһкә ишәнгән йәһудий аял еди, атиси болса, грек еди.


Йәшая пәйғәмбәрму Муқәддәс Язмиларда мундақ дегән: «Йишайниң әвладидин Бири чиқип, Башқа милләтләргә һакимлиқ қилиду. Йәһудий әмәсләр Униңға үмүт бағлайду».


Хизмәтдишим Тимотий вә йәһудий қериндашлирим Луки, Ясун һәм Сосипатерлардин силәргә салам.


Ишәнч йолида өз оғлумдәк қәдирлик вә ишәнчлик болған Тимотийни мошундақ қилишиңларға ярдәм бәрсун дәп, йениңларға әвәтимән. У силәргә мениң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған йеңи һаятимни қандақ өткүзгәнлигимни әслитиду. Бу дәл мениң һәр қайси җайлардики җамаәткә үгәткәнлирим билән бирдәк.


Силәр йәһу­дий әмәсләрму һәқиқәтни, йәни өзәңларниң қутқузулушуңлар тоғриси­дики Хуш Хәвәрни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәндиңлар һәм вәдә қилинған Муқәддәс Роһ билән тамғиландиңлар. Бу Худаға мәнсүп болғанлиғиңларниң бәлгүсидур.


Әйса Мәсиһниң хизмәткари болған мәнки Павлустин вә мән арқи­лиқ Тимотийдин Филипи шәһиридики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған муқәддәс хәлиққә, шундақла уларниң йетәкчилири вә хизмәт­чи­­лиригә салам.


Шуниңға охшаш, силәрму хурсән болуңлар һәм мән билән биллә шатлиққа чөмүңлар.


Мана шуниң үчүн силәрниң униң билән қайта көрүшүп хурсән болушуңлар үчүн, уни тезла йолға салмақчимән. Шундақ қилсам, мән силәрдин көп әнсир­мәй­диған болимән.


Шу сәвәптин тақитим тақ болуп, ишәнчиңларниң зади қандақ екәнлигини билиш үчүн, Тимотийни йениңларға әвәткән едим. Мән шәйтанниң силәрни аздуруши вә буниң билән бизниң силәргә сиңдүргән әҗримизниң бекарға кетишидин әнсиригән едим.


Қериндашлар, силәр үчүн Худаға һәр дайим шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Чүнки ишәнчиңлар барғансири күчийиватиду, бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму чоңқурлиши­ватиду.


Һазирқи бу азап-оқубәтләрни тартишимниң сәвәвиму шу. Лекин буниңдин номус қилмаймән, чүнки мән кимгә ишәнгәнлигимни билимән һәм Худа­ниң маңа аманәт қилған бу Хуш Хәвәрни Рәббимиз қайта кәлгән күнгичә чоқум қоғдайдиғанлиғиға ишинимән.


Шуниң үчүн «Худа буйриса, өлмисәкла, уни қилимиз, буни қилимиз», дәңлар.


Силәр Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға ишинивати­силәр. Худа Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, Униңға шан-шәрәп бәрди. Шуниң үчүн силәрниң ишәнчиңлар вә үмүтүңлар Худаға бағланған.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan