Филипиликләргә йезилған хәт 2:15 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси15-16 Мошундақ болғанда, һеч ким силәрни әйипләлмәйду. Силәрму бу бузулуп, яманлишип кәткән инсанлар арисида Худаниң камчилиқсиз, пак пәрзәнтлиридин болисиләр һәм һаятлиқ елип келидиған Хуш Хәвәрни йәткүзгиниңларда, бу зулмәтлик дунияда худди чақнап туридиған юлтузларға охшаш чақнап турисиләр. Мана шундақ болғанда, Әйса Мәсиһ қайта кәлгән күндә пүтүн хизмитим вә әҗримниң бекарға кәтмигәнлигидин пәхирлинәләймән. Faic an caibideil |
Яқ! Силәр дүшминиңларғиму меһир-муһәббәт көрситиңлар, уларға яхшилиқ қилиңлар. Башқиларға қайтурувелишни ойлимайла пул қәриз бериңлар. Шу чағда асманда мол мукапатқа еришисиләр вә улуқ Худаниң пәрзәнди болғанлиғиңлардин гувалиқ бәргән болисиләр. Чүнки Худа яхшилиқни билмәйдиғанларға вә яманларғиму шәпқәт қилиду.