Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Филипиликләргә йезилған хәт 2:13 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

13 Чүнки Худа силәрни өзгәртип, силәргә Өзиниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн арзу һәм күч-қудрәт бериду.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Филипиликләргә йезилған хәт 2:13
39 Iomraidhean Croise  

— Қозилирим, қорқмаңлар! Силәр аз вә аҗиз болсаңларму, Атаң­лар Өз Падишалиғини силәргә беришни лайиқ көрди.


«Әң бүйүктики Худаға шан-шәрәпләр болсун! Униң йәр йүзидә йеқин көргән бәндилиригә аманлиқ болсун!» дейишти.


Йәһия пәйғәмбәр мундақ җавап бәрди: — Худа бәрмисә, инсан һеч немигә еришәлмәйду.


Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида мундақ йезилған: «Уларниң һәммисигә Худа тәрипидин тәлим берилиду». Шуңа Атамниң тәлимини аңлиған вә Униңдин үгәнгән кишиләр Мениң йенимға келиду.


— Мән силәргә дедимғу, Атам Маңа йеқинлаштурғанлардин башқа һеч ким Мениң йенимға келәлмәйду! — деди һәзрити Әйса йәнә қошум­чә қилип.


Рәббимизниң күч-қудрити улар билән биллә болғачқа, нурғун кишиләр уларниң сөзлиригә ишинип, Рәббимиз Әйсаға ишәнди.


Худаниң меһир-шәпқити маңа ата қилинғанлиғи үчүн, һәр бириң­­ларға шуни ейтимәнки, өзәңларни артуқчә баһалимаңлар. Әксичә еғир-бесиқлиқ билән Худа силәргә бәргән ишәнч җәһәттики қабилийитиңларға қарап өзәңларни чағлап көрүңлар.


Худа униңға: «Чоңи кичигигә хизмәт қилиду», дегән еди. Чүнки бир атидин болған бу қош гезәкләр, йәни Әсав билән Яқуп техи туғулмиған, демәк улар бирәр яхши яки яман ишму қилмаста, Худа аллиқачан улардин бирини таллиған еди. Буниңдин шуни көрүвалғили болидуки, Худаниң адәмләрни таллиши уларниң қилған әмәлиятиға әмәс, пәқәт Өзиниң ирадисигә, йәни Өз чақириғиға асаслан­ған.


Демәк, Худа кимгә рәһимдиллик көрситишни Өзи таллайду. Бу инсанниң ирадисигә яки уларниң тиришчанлиғиға бағлиқ әмәс, бәлки Худаниң рәһимдиллигигә бағлиқтур.


Худаниң бизниң һаятимизда қиливатқан ишлири хилму-хилдур, лекин биз арқилиқ уларни қиливатқан Худа бирдур.


Лекин һазир әлчи болушум Худаниң маңа көрсәткән меһир-шәпқити арқилиқ болди. Униң маңа қилған меһир-шәпқити бекарға кәтмиди. Чүнки Худаниң хизми­тидә әлчиләрниң һәммисидин көп әҗир сиңдүрдүм. Әмәлиятта мән өз күч-қабилийитим билән әмәс, бәлки маңа меһир-шәпқәт көрсәткән Худаниң күчи билән ишлидим.


Биз һәммә ишни өз қабилийитимиз билән қила­лай­­миз, демәкчи әмәсмән. Чүнки бизниң қабилийитимиз Худадин кәлгәндур.


Һәммә иш Худаниң ирадиси бойичә орунлаштурулған болуп, биз мәсиһийләр Худаниң алдин-ала бәлгүлигән плани бойичә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға тәәллуқ болушқа талландуқ.


бурун ашкарилимиған планини бизгә ашкарилиди. Худа хуш райи билән бу планниң Әйса Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурулушини алдин-ала бәкитти.


Силәр Әйса Мәсиһкә ишинип, Худаниң меһир-шәпқити арқилиқ қутқузулдуңлар. Бу силәрниң әҗриңлардин кәлгән әмәс, бәлки Худадин кәлгән илтипаттур.


Шуниң үчүн биз дайим шундақ дуа қилимизки, силәрни чақирған Худа бу улуқ чақириғиға мунасип яшишиңларға ярдәм қилғай. У Өз күч-қудрити билән яхши нийитиңларни һәм ишәнчиңлар билән қилған һәммә ишиңларни әмәлгә ашурғай.


Худа бизни қутқузуп, пак яшашқа чақирди. Бу бизниң қилған яхши әмәллиримиз билән әмәс, бәлки Худаниң ирадиси вә меһир-шәпқити билән болди. Худа бизгә Әйса Мәсиһ арқилиқ бу меһир-шәпқәтни көрситидиған­лиғини дуния яритилиштин илгирила планлиған еди.


силәрни силәр еһтияҗ болған барлиқ яхши нәрсиләр билән тәминләп, Өз ирадисиниң иҗрачилири қилғай! Әбәдил-әбәд шан-шәрәпкә лайиқ болған Әйса Мәсиһ арқилиқ силәрни Өзини хурсән қилидиған ишларни қилишқа йетәклигәй, амин!


Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атиси болған Худаға мәдһийиләр ейтил­ғай! У бизгә чәксиз рәһимдиллик көрситип, Әйса Мәсиһниң өлүмдин тирилиши арқилиқ бизни йеңидин туғулдуруп, өчмәс бир үмүтигә егә қилди.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan