Филипиликләргә йезилған хәт 2:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси12 Шуңлашқа, әзиз қериндашлирим, мән араңлардики вақтимда һемишәм сөзүмни аңлиғиниңлардәк, силәрдин айрилған мошу вақитлардиму сөзүмни техиму яхши аңлаңлар. Худадин қорқуп вә Уни чоңқур һөрмәтләп, Худа силәрни қутқузғанда ата қилған йеңи һаятни турмушуңларға өзләштүрүшкә тиришиңлар. Faic an caibideil |
Немә болушидин қәтъий нәзәр, әмәлий һәрикитиңлар Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәргә лайиқ болсун. Шундақ болғанда, мәйли мән йениңларға берип, силәр билән дидар көрүшәй яки мошу йәрдә туруп, силәрниң әһвалиңлардин хәвәрдар болай, силәрниң бир нийәт, бир мәхсәттә қәтъий тәврәнмәй, бу Хуш Хәвәр елип келидиған ишәнч үчүн бирликтә күрәш қиливатқанлиғиңларни биләләймән.