бирақ биз үчүн пәқәтла ялғуз бир Худа, йәни асмандики Худа Атимизла бардур. У пүткүл мәвҗудатниң Яратқучисидур, биз Униң үчүн яшаймиз. Шуниңға охшаш биз үчүн ялғуз бир Рәб, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ бардур. Пүткүл мәвҗудат У арқилиқ моҗуттур. Бизму У арқилиқ йеңи һаятқа егә болдуқ.
Бир кишидә Худаниң Роһиниң бар яки йоқлиғини мундақ пәриқләндүрүшкә болиду: Әйса Мәсиһниң дунияға инсан тенидә кәлгәнлигини етирап қилған кишидә Худаниң Роһи бар болиду.