29 Чүнки Худа силәргә пәқәт Әйса Мәсиһкә ишинишниңла әмәс, бәлки Униң үчүн азап-оқубәт тартишниңму шәривини ата қилған. Бу Униң силәргә көрсәткән меһир-шәпқитидур.
Һәзрити Әйса униңға: — Немә дегән бәхитликсән, Юнус оғли Симун! Буни саңа ашкарилиғучи инсан әмәс, бәлки асмандики Атам Худадур.
Муса пәйғәмбәргә чүширилгән Тәврат қануниға бойсунушқа һәр қанчә тиришсаңларму, гуналириңлар кәчүрүм қилинмайду. Худа пәқәт һәзрити Әйса арқилиқла силәрни һәққаний адәм дәп қарайду.
Улар у йәрләрдә мәсиһийләрниң ишәнчини күчәйтип, давамлиқ Рәббимиз Әйсаға уларни садиқ болушқа илһамландурди. Улар мәсиһийләргә мундақ деди: — Биз Худаниң Падишалиғиға кириш үчүн, чоқум нурғун җапаларни бешимиздин өткүзүшимизгә тоғра келиду.
Улар Антакяға қайтип келип, мәсиһийләрни бир йәргә җәм қилип, уларға Худаниң өзлири арқилиқ қандақ ишларни қилғанлиғини вә Худаниң йәһудий әмәсләргә қандақ йол ечип, уларниму ишәнчи арқилиқ қутқузғанлиғини сөзләп бәрди.
Әлчиләр кеңәшмидин чиқип, Худаниң өзлирини һәзрити Әйсаниң нами үчүн хорлуқ азави чекишкә лайиқ көргәнлигидин интайин хурсән болушти.
Биз қийин әһваллардиму йәнила шат-хорам болимиз. Чүнки бизгә мәлумки, қийинчилиқ сәвирчанлиқни кәлтүрүп чиқириду,
Силәр Әйса Мәсиһкә ишинип, Худаниң меһир-шәпқити арқилиқ қутқузулдуңлар. Бу силәрниң әҗриңлардин кәлгән әмәс, бәлки Худадин кәлгән илтипаттур.
Чөмүлдүрүшни қобул қилғиниңларда, силәр Әйса Мәсиһкә бағланғанлиғиңлар үчүн, Униң өлүми биләнму бағлинип, Униң билән биллә көмүлдүңлар вә Униң билән биллә тирилдүрүлдүңлар. Бу Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүргән Худаниң күч-қудритигә болған ишәнчиңлар арқилиқ болди.
Қериндашлар, һәр хил синақларға дуч кәлгәндә, уни зор хошаллиқ дәп билиңлар.
Әксичә Әйса Мәсиһниң азап-оқубәтлиригә ортақ болғанлиғиңлардин хошал болуңлар. У шан-шөһрәт билән қайтип кәлгәндә, силәрму шат-хорамлиққа чөмисиләр.