Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Филипиликләргә йезилған хәт 1:19 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

19 Чүнки Худаниң мени мән билән қаршилашқучиларниң алдида ақлайдиғанлиғиға ишинимән. Бу силәрниң дуалириңлар вә Әйса Мәсиһниң Роһи, йәни Муқәддәс Роһниң ярдими арқилиқ болиду.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Филипиликләргә йезилған хәт 1:19
11 Iomraidhean Croise  

Улар Мисийә райониға кәлгәндин кейин, Битинийә өлкисигә кирмәкчи болди. Бирақ һәзрити Әйсаниң Роһи уларниң киришигә йәнә бир қетим йол қоймиди.


Худаниң Өзини сөйидиған­лар­ниң, йәни Өзиниң ирадиси бойичә чақирилғанларниң һаятида мәйли қандақ ишлар йүз бәрсун, уларниң пүткүл ишлирини маслашту­руп, һәммини шуларниң мәнпийити үчүн орунлаштуридиғанлиғини билимиз.


Бирақ силәргә кәлсәк, Худаниң Роһи һәқиқәтән қәлбиңларда яшиған­лиқтин, гунакар тәбиитиңларниң башқурушида әмәс, бәлки Муқәддәс Роһниң башқурушида туруватисиләр. Қәлбидә Муқәддәс Роһ, йәни Әйса Мәсиһниң Роһи болмиған адәм Әйса Мәсиһкә мәнсүп әмәстур.


Ишәнч йолида өз оғлумдәк қәдирлик вә ишәнчлик болған Тимотийни мошундақ қилишиңларға ярдәм бәрсун дәп, йениңларға әвәтимән. У силәргә мениң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған йеңи һаятимни қандақ өткүзгәнлигимни әслитиду. Бу дәл мениң һәр қайси җайлардики җамаәткә үгәткәнлирим билән бирдәк.


Силәрму бизгә дуа қиливат­қанлиғиңлар сәвәвидин, биз үчүн қилинған техиму көп дуалар Худаға йетип, Худа бизни өлүм ховупидин қутулдуриду. Буниң билән көплигән кишиләр Худаға шүкүрләр ейтиду.


Худаниң силәргә Муқәддәс Роһни ата қилиши вә араңларда мөҗүзиләр яритиши силәрниң Тәврат қануни­ға әмәл қилғанлиғиң­лардин әмәс, бәлки силәрниң Хуш Хәвәр­ни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәнгән­­лигиңлардиндур.


Силәр Худаниң пәрзәнтлири болғанлиғиңлар үчүн, Худа Өз Оғлиниң Роһини қәлбиңларға салди. Бу Роһ силәрни Худани «Әй сөйүмлүк Ата», дәп чақиртиду.


Мәйли қандақ болушидин қәтъий нәзәр, йәни уларниң нийити тоғра болсун яки болмисун, пәқәт Әйса Мәсиһ тонутулсила хурсәнмән. Буниңдин кейинму давамлиқ хурсән болимән.


Әйса Мәсиһниң Роһи уларниң қәлбидә болуп, бу Роһ уларға Худа әвәтмәкчи болған Қутқазғучи чекидиған азап-оқубәтләр вә Униң бу азап-оқубәтләрни чәккәндин кейин еришидиған шан-шәриви тоғрисида алдин-ала мәлумат бәргән. Улар бу ишларниң қачан вә қандақ йүз беридиған­лиғи үстидә издәнгән.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan