Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Филипиликләргә йезилған хәт 1:15 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

15 Дәрвәқә, маңа көрәлмәслик қилип, мән билән бәслишиш мәхси­тидә Хуш Хәвәр тарқитиватқанларму бар. Амма башқилар Хуш Хәвәрни яхши нийәт билән йәткүзүватиду.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Филипиликләргә йезилған хәт 1:15
22 Iomraidhean Croise  

Улар һәммә ишларни башқиларға көз-көз қилиш үчүнла қилиду. Өзлирини садақәтмән көрситиш үчүн, айәт қутисиниң чоңини чигивелип, тонлириниң чучилирини узун саңгилитип қойиду.


Силәр Худа исраил хәлқигә йәткүзгән Хуш Хәвәрни аңлиғанғу. Худа пүтүн инсанларниң Егиси болған Әйса Мәсиһ арқилиқ бизни Өзи билән яраштурди.


Лекин Сипрус арили вә Кирини шәһиридин кәлгән бәзи мәсиһийләр Антакя шәһиригә берип, Рәббимиз Әйса һәққидики Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргиму йәткүзди.


Улар йәнила һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлисида вә өйлиридиму тәлим берип, «Һәзрити Әйса — Қутқазғучи-Мәсиһтур», дәп тохтимастин Хуш Хәвәр тарқитивәрди.


Филип чүшәндүрүшкә башлиди, у Язминиң шу қисмидин башлап әмәлдарға һәзрити Әйсаға даир Хуш Хәвәрни сөзләп бәрди. Шундақ қилип, әмәлдар һәзрити Әйсаға ишәнди.


Мәсилән, Филип Самарийә өлкисиниң мәлум бир шәһиригә берип, йәрлик кишиләргә: «Һәзрити Әйса — Қутқазғучи-Мәсиһ», дәп җакалиди.


дәрһал йәһудий ибадәтханилириға берип, «һәзрити Әйса Худа Оғли», дәп тәлим беришкә башлиди.


Лекин һәқиқәтни рәт қилип, яманлиққа әгәшкән шәхсийәтчиләргә У ғәзәп-нәпрәт яғдуриду.


Шундақтиму биз йәткүзүватқан Хуш Хәвәр, йәнила Әйса Мәсиһниң чапрас яғачқа миқлинип қурван болушидин ибарәттур. Йәһудийлар уни һақарәт дәп қариса, греклар уни әхмиқанилик дәп қарайду.


Гәрчә пүтүн мелимни сәдиқә қилип беривәтсәмму, һәтта Худаниң хизмитидә җенимни қурван қилип, тенимниң отта көйдүрүлүшигә рази болсамму, лекин башқи­ларға меһир-муһәббитим болмиса, бу қилғанлиримизниң маңа һеч пайдиси йоқтур.


Мән Силас вә Тимотийлар билән силәргә Хуш Хәвирини йәткүзгән Худа Оғли Әйса Мәсиһ бир дәм «һә-ә», бир дәм «яқ» дәйдиған­лардин әмәстур. У Худаниң пүтүн вәдилиридики «һә-әдур».


Чүнки бундақлар сахта әлчиләр, һелигәрләр болуп, өзлирини Әйса Мәсиһниң әлчиси, дәп пәдәзливал­ғанлардур.


Йениңларға барғинимда, силәрниң күткән йеримдин чиқмай қелишиңлардин, шуниң билән мениң силәргә болған муамиләмниңму силәрниң күткән йериңлардин чиқмай қелишидин әнсирәймән. Силәрдә җедәлхорлуқ, көрәлмәслик, ғәзәплиниш, шәхсийәтчилик, төһмәтхорлуқ, ғевәтчилик, тәкәббурлуқ вә паракәндичиликләрниң болушидин әнсирәймән.


Биз қәйәргә барсақ, өзимизни әмәс, бәлки Рәббимиз Әйса Мәсиһни җакалаймиз. Өзимизгә кәлсәк, биз пәқәт Әйса Мәсиһ үчүн силәрниң хизмәткариңлармиз.


Бирақ Әйса Мәсиһкә ишәнгүчиләр қияпитигә киривалған бәзиләр униң хәтнә қилдурулушини тәләп қилди. Улар аримизға көз боямчилиқ билән киривелип, Әйса Мәсиһ арқилиқ еришкән әркинлигимизни назарәт қилди. Уларниң мәхсити бизни өзлириниң диний қаидә-йосунлириға қул қилиштур.


Һәр қандақ ишта шәхсийәтчилик вә қуруқ шөһрәткә берилмәңлар. Әксичә кәмтар болуп, башқиларни өзәңлардин үстүн көрүңлар.


Һәмми­мизгә мәлумки, ишәнчимизниң сири бүйүктур: Әйса Мәсиһ инсан тенидә аян болди, Муқәддәс Роһ Униң һәққанийлиғини испатлиди, У периштәләргә көрүнди, У тоғрисидики хәвәр пүткүл милләтләргә җакаланди, Инсанлар Униңға ишәнди, У улуқлуқ ичидә асманға көтирилди.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan