Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 4:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Һәқ сөзләрни рәт қилип, бемәна әпсаниләргә қулақ салиду.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 4:4
13 Iomraidhean Croise  

Чүнки бу хәлиқниң зеһни қашаңлашқан. Қулақлирини етивалған, көзлириниму жумувалған. Ундақ болмисиди, көзлири көрәтти, қулақлириму аңлатти, Зеһни ойғинип, Маңа қайтатти. Мәнму уларни сақайтаттим».


Буни аңлиған башчилар қоллири билән қулақлирини йепиве­лишип, чуқан селишти вә етилип берип,


Шу сәвәптин Худа уларға һәқиқәттин чәтнитидиған бир күч әвәтиду. Буниң билән улар ялған гәпләргә ишиниду.


Уларға әпсаниләр вә узундин-узунға созулған нәсәбнамиләр билән вақтини исрап қилмаслиғини буйруғин. Булар пәқәт бемәна талаш-тартишларни кәлтүрүп чиқириду, шундақла ишәнч билән қилинидиған Худа йолидики ишларни қилишқа пайдисиз болиду. Худа йолида меңишқа нисбәтәнму пайдисиз болиду. Худа йолида меңиш пәқәт ишәнч арқилиқла әмәлгә ашиду.


Худаниң һәқиқитини бурмилайдиған бемәна әпсаниләрни рәт қилип, өзәңни садақәтмәнлик йолида йетилдүргин.


Әй Тимотий, саңа аманәт қилинған бу тәлимләрни яхши сақла. Худаға болған садақәтмәнликкә, мунасип кәлмәйдиған қуруқ гәпләр­дин һәм бемәна билимни билим дегүчиләрниң талаш-тартиш­ли­ри­дин сақлан.


Аңлиғиниңдәк, Асия өлкисидики мәсиһийләрниң һәммиси деги­дәк мени ташлавәтти. Уларниң арисида Фигел вә Ермогенму бар.


Улар бемәна йәһудий әпсанилиригә вә һәқиқий тәлимдин чәтнигәнләрниң диний қаидә-йосунлириға қулақ салмисун.


Худаниң меһир-шәпқити һәммиңларға яр болғай!


Биз әлчиләр силәргә уқтурған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң күч-қудрити вә қайта келидиғанлиғи тоғрисидики һәқиқәтни һәргизму өзимиз ойдуруп чиқмидуқ. Биз Әйса Мәсиһниң шан-шөһритини өз көзүмиз билән көргәнмиз.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan