Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 4:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Чүнки шундақ бир заман келидуки, у чағда инсанлар Худа тоғрисидики тоғра тәлимләрни аңлашни халимайду. Бәлки улар қулақлириға хуш яқидиған сөзләрни аңлаш үчүн өз һәвәслиригә уйғун келидиған тәлим бәргүчиләрни издәйду.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 4:3
33 Iomraidhean Croise  

Пәрвәрдигар униңға: — Хәлқим қатаридин чиқириветилидиғанлар Мениң алдимда гуна қилғанлардур.


Тәврат устазлири билән алий роһанийлар бу тәмсилниң өзлиригә қаритип ейтилғанлиғини чүшинип йетип, һәзрити Әйсани шу чағдила тутмақчи болди. Лекин улар хәлиқтин қорқушти.


Халайиқ силәрни махтиғанда, һалиңларға вай! Чүнки Худаниң ғәзивигә учриған бурунқи сахта пәйғәмбәрләрму бу хәлиқниң ата-бовилириниң махтишиға еришкән.


Мән болсам һәқиқәтни сөзләймән, шуңа Маңа ишәнмәй­си­ләр.


(Афинилиқлар вә у йәрдә туруватқан чәт әлликләрниң һәммиси көп вақтини йеңи ой-пикирләрни аңлашқа вә алмаштуруш­қа сәрип қилишатти.)


Қериндашлар, мән йениңларға берип, Худаниң сөзлирини силәргә җакалиғинимда, натиқлиқ қилғиним йоқ, инсанлар дана дәп һесаплиған сөзләрниму ишләткиним йоқ.


Мән силәргә Хуш Хәвәр йәткү­зүп, тәлим бәргинимдә, инсанлар дана дәп һесаплайдиған, силәрни қайил қилалайдиған сөзләрни ишләтмидим. Лекин Муқәддәс Роһ Өзиниң күч-қудритини көрситип, мән йәткүзгән Хуш Хәвәрниң һәқиқәтән Худадин кәлгәнлиги һәққидә силәргә ишәнч бәрди.


Әндиликтә силәргә һәқиқәтни сөзлигәнлигим үчүн дүшминиңларға айлинип қалдимму?


җинсий әхлақсизлиқ қилғанлар, охшаш җинистики бузуқлар, қул содигәрлири, ялғанчилар, қәсәмхорлар вә башқа қилмишлар билән тоғра тәлимләргә хилаплиқ қилған кишиләр үчүн түзүлгәндур.


Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп, Униңдин кәлгән ишәнч вә меһир-муһәббәт ичидә яшап, мәндин аңлиған һәқиқий тәлимләрни низам қилип, униңда чиң тур.


Улар силәргә: «Ахир заманда гунаға патқан һәвәслириниң кәйнигә кирип, Худани мәсқирә қилидиғанлар чиқиду», дегән еди.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan