12 Тикикусни Әфәс шәһиригә әвәтивәттим.
Улар Әфәс шәһиригә барғандин кейин, Павлус Прискила вә Аквила биләнму хошлашти. У кетиштин бурун ибадәтханиға берип, йәһудийлар билән һәзрити Әйса һәққидә сөһбәтләшти.
Павлус у йәрдин кетиш вақтида уларға: — Худа буйриса, силәрниң йениңларға йәнә келимән, — деди, андин Әфәстин кемә билән йолға чиқти.
Аполлос Коринт шәһиридики вақтида, Павлус сәпәр қилип, ички қуруқлуқ арқилиқ Әфәс шәһиригә кәлди. У йәрдә мәрһум Йәһия пәйғәмбәрниң бәзи шагиртлири билән учришип,
Мән силәр билән арилишип, һәр бириңларға Худаниң Падишалиғи һәққидә чүшәндүрдүм. Әнди маңа мәлумки, буниңдин кейин силәр мени қайта көрәлмәйсиләр.
Униң билән биллә болғанлар, бериялиқ Пирус оғли Сопатер, салоникилиқлардин Аристархус билән Секундус, дәрбәлик Гаюс, Тимотий вә Асия өлкисидин Тикикус билән Трофимлар еди.
Силәрниң мениң әһвалимни вә немә қиливатқанлиғимни билишиңлар үчүн, қәдирлик қериндишимиз һәм Рәббимизниң садиқ хизмәткари болған Тикикусни алдиңларға әвәтимән. У силәргә әһвалимизни йәткүзүп, силәрни илһамландуриду.
Рәббимиз йолида мән билән биллә хизмәт қиливатқан садиқ хизмәткар, сөйүмлүк қериндишим Тикикус мән тоғрилиқ барлиқ ишларни силәргә сөзләп бериду.
Македонийә өлкисигә барғанда саңа ейтқинимдәк, сениң давамлиқ Әфәс шәһиридә қелип, араңлардики бәзи кишиләрниң натоғра тәлимләрни тарқитишини тосишиңни сораймән.
Артемасни яки Тикикусни қешиңға әвәтмәкчи болуватимән. Қайси бири қешиңға бармисун, мүмкин қәдәр Никополис шәһиригә тезирәк кәлгин, чүнки у йәрдә қишлимақчимән.