Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 3:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Сиртқи қияпәттә садақәтмән болувелип, әмәлиятта көңлидә Худа­ниң қудритини инкар қилиду. Бундақлардин жирақ тур.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 3:5
20 Iomraidhean Croise  

— Алдиңларға қой терисигә оринивелип кәлгән, ичи жирт­қуч чил бөридәк сахта пәйғәмбәрләрдин һошияр болуңлар.


Шундақ болғанда, биз кишиләрниң һейлә-микирлиригә гөдәк балилардәк алдинип, һәр хил ғәйри тәлимат­ларниң шамили вә долқунлиридин тәвринип кәтмәймиз.


Әгәр ушбу хетимиздики сөзләрни қобул қилмайдиғанлар болса, улардин һәзәр әйләңлар, уларни уялдуруш үчүн улар билән арилашмаңлар.


Қериндашлар, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, күн бойи лағайлап жүргәнләрдин жирақ турушуңларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән буйруймиз.


Худаниң һәқиқитини бурмилайдиған бемәна әпсаниләрни рәт қилип, өзәңни садақәтмәнлик йолида йетилдүргин.


Бәдәнни йетилдүрүшниң пайдиси бар, әлвәттә. Лекин садақәтмән­ликни йетилдүрүшниң пайдиси техиму көптур. Чүнки у бу дуния вә у дуниядики һаят үчүн бәхит елип келиду.


Бир киши өз туққанлириға, болупму аилисидикилиригә қаримиса, у Әйса Мәсиһтин танған дәп қарилип, һәтта ишәнмәйдиғанларчиликму болалмайду.


һәм дайимлиқ сүркилиш кәлтүрүп чиқириду. Бу кишиләрниң нийити бузуқ болуп, һәқиқәттин мәһрум болған. Уларниң нәзәридә садақәтмәнлик пәқәт­ла бир тапавәт йолидур, халас.


Худаға болған садақәтмәнликкә мунасип кәлмигән қуруқ гәпләрдин сақлан, чүнки бундақ гәпләрни қилғучилар Худадин техиму жирақлишиду.


Әхмиқанә вә бекар талаш-тартишларға арилишишни рәт қил. Чүнки бундақ ишларниң җедәл терийдиғанлиғини билисән.


Улар Худани тонуймиз, дәп давраң салсиму, лекин әмәлиятида Уни рәт қилиду. Улар һеч кимгә бойсунмайдиған жиркиничлик кишиләр болуп, қолидин һеч қандақ яхши иш кәлмәйду.


Шундақ ишларни қилип мәсиһийләр арисида груһвазлиқ пәйда қилғучиларни агаһландур. Бир-икки қетимлиқ агаһландуруштин кейин йәнә груһвазлиқ қилса, улар билән болған мунасивитиңни үз. Бундақ адәм­ләр­ниң һәқиқәттин чәтнигән, гунакар адәмләр екәнлиги ениқтур. Уларниң қилған гуналири өзлирини җазаға мәһкүм қилиду.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan