Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

7 Бу һекмәтлик сөзләрни яхши ойла, чүнки Рәббимиз саңа бу ишларниң һәммисидә әқил бериду.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:7
40 Iomraidhean Croise  

Чүнки Мән силәргә дүшмәнлириңлар қарши чиқалмиғидәк вә рәт қилалмиғидәк сөз қабилийити вә әқил-парасәт ата қилимән.


Шуниңдин кейин һәзрити Әйса уларниң Муқәддәс Язмиларни чүшиниши үчүн уларниң зеһнини ечип,


— Аңлап қоюңлар, бирсиниң сатқунлуғи билән, Инсан Оғли башқиларниң қолиға тапшуруп берилиду, — деди.


Лекин Атам Мениң намим билән әвәтидиған Ярдәмчи, йәни Өзиниң Муқәддәс Роһи силәргә һәммини үгитиду һәм Мениң ейтқан һәммә сөзлиримни есиңларға салиду.


Лекин һәқиқәткә башлиғучи — Муқәддәс Роһ кәлгәндә, силәргә барлиқ һәқиқәтни үгитиду. У Өзлүгидин сөзлимәйду, әксичә Атам Иккимизниң сөзлирини аңлиғандин кейин сөзләйду вә кәлгүсидә болидиған ишларни силәргә йәткүзиду.


уни пүтүн тартқан қийинчилиқтин қутқузуп, униңға данишмәнлик ата қилип, Мисир падишасиниң һөрмитигә ериштүрди. Падиша уни Мисирға баш вәзир вә ординиң баш ғоҗидари қилди.


Муқәддәс Роһ бир кишигә әқиланә сөз қилиш қабилийитини бериду. Йәнә бир кишигә болса, бирәр иш тоғрилиқ Худадин кәлгән алаһидә билим бериду.


Қериндашлирим, сөзүмниң ахирида шуни ейтимәнки, һәқиқий, махташқа әрзийдиған, адил, пак, гөзәл, шәрәплик, әхлақ-пәзиләтлик вә мәдһийиләшкә сазавәр һәр қандақ ишларға көңүл қоюңлар.


Шуңа биз силәр тоғрисидики бу хәвәрни аңлиған күндин башлап, силәр үчүн давамлиқ дуа қилип туруватимиз. Биз дуайимизда Худадин шуни тилидуқки, силәр Муқәддәс Роһ арқилиқ әқил-парасәткә толуп, Худаниң ирадиси тоғрилиқ толуқ чүшәнчигә еришкәйсиләр.


Шуниң үчүн бу ишларни җан-дилиң билән қил. Өзәңни уларға шундақ беғишлиғинки, һәммә киши сениң алға басқанлиғиңни көрсун.


Әҗир сиңдүргән дехан алған һосулидин әлвәттә биринчи болуп һөзүрлиниду.


Сән Давут падишаниң Әвлади болған вә өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһни есиңдә тут. Мана бу мән йәткүзүватқан Хуш Хәвәр.


Роһуңлар чүшүп, җасаритиңларни йоқатмаслиғиңлар үчүн, Әйса Мәсиһниң гунакарларниң шунчә хорлашлириға қандақ бәрдашлиқ бәргәнлигини ойлап көрүңлар.


Худаниң сөзини силәргә йәткүзгән йетәкчиләрни есиңларда тутуңлар. Уларниң һаятиниң нәқәдәр яхши мевиләрни бәргәнлигини әсләп, улар­ниң ишәнчидин үлгә елиңлар.


Шундақ екән, әй маңа охшаш асманға чақирилған, Худаға атал­ған қериндашлар, өзимиз етирап қилған, Худаниң әлчиси вә Баш Роһанийи болған Әйса Мәсиһ тоғрилиқ ойлинип көрүңлар.


Малкисидиқ немә дегән улуқ адәм-һә! Һәтта әҗдадимиз Ибраһим­му олҗисиниң ондин бирини униңға атиған.


Әгәр араңлардики бири синақларға дуч келип, уларни қандақ һәл қилишни билмәй қалса, Худадин әқил-парасәт тилисун. Шундила униңға еришиду. Чүнки Худа әқил-парасәт тилигән һәммә адәмгә мәртлик билән уни бериду. Худа уларниң бундақ тиләклири үчүн уларни әйиплимәйду.


Бу дунияға вә инсан тәпәккүригә хас болған бундақ «әқил-парасәт» Худадин кәлгән әмәс, бәлки шәйтандин кәлгән.


Лекин бир адәмдә Худадин кәлгән әқил-парасәт болса, у алди билән пак, андин течлиқпәрвәр, хуш пеил, кәмтар вә рәһимдил болуп, униң һаяти яхши мевиләр билән толған болиду. У йәнә айримчилиқ вә сахтипәзлик қилмайду.


Йәнә бизгә мәлумки, Худа Оғли дунияға кәлди вә һәқиқий Худани тонушимиз үчүн, У бизгә әқил-парасәт ата қилди. Биз һәқиқий Худаға бағлинип яшаватимиз, чүнки биз Униң Оғли Әйса Мәсиһкә бағланғанмиз. Әйса Мәсиһ һәқиқий Худадур вә мәңгүлүк һаяттур!


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan